• Кичик вә оттура тиҗарәт
  • 20 Қазан, 2016

Яркәнттиму «Қәшқәр» бар

Бүгүн көплигән яркәнтликләрниң арисида «Нәгә маңдиң? – Қәшқәргә!» Нәгә баримиз? – Қәшқәргә» дегән гәпни көп аңлайдиған болуп қалдуқ. Демәкчи болғинимиз, ечилғиниға анчә көп болмиған «Қәшқәр» ашханиси аз вақит ичидә жутдашлар арисида аммибаплиққа айланди. Өз нөвитидә, у йәрдики паалийәтни вә йеңилиқни билиш үчүн бизму  «Қәшқәргә» йол туттуқ.Бу күни йолумиз оңға тартқан көрүниду. Киришимизгила «Яркәнт мәшрәп әһли» билән бирликтә жирақ-йеқиндин, һәтта чәт хошна әлдин кәлгән қериндашлиримиз дәстихан әтрапида олтирипту. Течлиқ-аманлиқ сорашқандин кейин сорун меһмини ШУАРдин кәлгән талантлиқ нахшичи Әсқәр Рәқип һаяҗанлиқ илкидә мундақ деди:

Биз вәтәндә миллий таамлиримизниң әң яхшиси Қәшқәрдә дәп қоюмиз. Һәтта мәхсус шу тамақлардин  дәм тартиш үчүн бу шәһәргә башқа жутлардин келидиғанларму бар. Әнди бүгүн мән бу «Қәшқәрдә» олтирип, һәқиқәтәнму Қәшқәрниң тамиғидин дәм тартқандәк болдум.  Андин кейин жут мөтивәри вә активисти Турсун ака Семәтов мәзкүр ашханиниң дайимлиқ херидари екәнлигини йошурмиди: Мән бу ашхана ечилған дәсләпки күнләрдин тартип турақлиқ херидарлириниң бири. Мошу күнгичә ашхана пәқәт яхши инкасларға егә болмақта. Умумән, мәзкүр сорундики барлиқ меһманлардин ашхана тоғрилиқ пикирлирини аңлидим. Буниң һәқиқәткә уйғун екәнлигини айиғи үзүлмәй кириватқан херидарлардинму билишкә болиду. Мошундақ яхшилиқниң бешида болуватқан мәзкүр ашханиниң егиси Айшәм Абдулла қизи биләнму сөһбәтләштуқ. — Мән 1960-жили тарихий вәтинимизниң Чилпәңзә шәһиридә дунияға кәптимән, — дәп сөзини башлиди сөһбәтдишим. — Дадам Абдулла — устаз, анам Зәйнәпхан аддий өй ишидики аял еди. 1962-жили тарихий вәтинимиздин Қазақстанға көчүп чиқип, Яркәнт шәһиригә орунлаштуқ. Оттура билимни һазирқи Хелил Һәмраев намидики мәктәптә алдим. «Октябрьниң 40 жиллиғи» колхозиниң қуш фермисида ишлидим. 2004-жили йолдишим туюқсиз еғир ағриққа муптила болуп, аләмдин өтти. Аилиниң һәммә жүки мениң зиммәмгә чүшти. Бар күч-қудритимни жиғип, алдимға кәлгән ишни қилип, аиләмни асридим. Ахири 2009-жили өзәм ишлигән «Нурлы» ашханисини иҗаригә алдим. Дәсләптә оңайға чүшмиди. Маңа мошу күнләрдә оғлум Қудрәт һәм таянчим, һәм йөләнчим болалиди. Ахири һойлимизни кәңәйтип, оғлум иккимиз мошу «Қәшқәрни» ачтуқ. Заман тәливигә лайиқ селинған бу ашханиға киргүчиләр пәқәт өз миннәтдарлиғини билдүрүпла қоймай, өзлириниң пикир-тәклиплириниму ейтмай қоймайду. Мәсилән, нами «Қәшқәр» болғанлиқтин, миллий пурақни һис қилалайдиған бир йеңилиқниң болушини халайдекән. Шундақ болушини бизму тиләймиз.

Молутҗан ТОХТАХУНОВ.

Яркәнт шәһири.

1142 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы