• Кичик вә оттура тиҗарәт
  • 03 Қараша, 2016

«Аят» бизгә ят әмәс

Чимкәнтлик тонулған тиҗарәтчи Ярмәһәмәт Искәндәров Алмутиға қәдәм тәшрип қилсила җәнубий пайтәхттики уйғурларниң миллий ашханилиридин дәм тартмай кәтмәйду. Кейин у ағзидин сериқ су аққузуп, миллий таамлиримизни махтайду. Көпирәк уни Султанқорған мәһәллисидә учритимиз. Өткәндә у мәзкүр мәһәллидики «Аят» кафесида биртоп алмутилиқ уйғур җамаәтчилигиниң бешини қошти. Уларниң арисида «Уйғур авази» гезитиниң журналистлириму болди. Баш қошушта Ярмәһәмәт ака Алмутида истиқамәт қилидиған қериндашлири – Һакимҗан Мәмәтов вә Баһаргүл Рәһимова билән бирликтә «Аят» кафесини иҗаригә елип ишлитидиғанлиғини хәвәр қилди. — Бүгүнки баш қошушқа миллитимизниң авазини яңритиватқан гезитимиз хадимлирини тәклип қилишим тәсадипи әмәс, — деди Ярмәһәмәт ака. — Алмутида немә көп, ашхана көп екән. Мән миллитимиз вәкиллири ишлитиватқан ашханиларни көз алдимда тутуватимән. Һазир җай-җайларда «Уйғур авазиға» муштири топлаш қизғин кетип бариду. Жигитбашлири «гезитниң тиражини жигирмә миңға йәткүзимиз» дегән тәшәббусни көтирипту. Бу тәшәббусни һәрбир уйғур қоллап-қувәтлиши керәк. Яркәнтликләр бәш данә «Уйғур авазини» той селиғиға киргүзүпту. Шәхсән мән һәрбир кафе бәш данидин «Уйғур авазиға» муштири болайлуқ, дегән тәшәббусни көтәрмәкчимән. Ярмәһәммәт ака мошу пикирни ейтқандин кейинла бәш данә гезитқа йезилди. Тиҗарәтчиниң бу башланмисини көпчилик бир еғиздин қоллап-қувәтлиди. У күни «Аят» кафесиниң кичик залида «Ләңмәнханиниң» мәрасимлиқ ечилиш лентиси қийилди. Һакимҗан билән Баһаргүл меһманларға ашханиниң ашпәзлири билән хизмәтчилирини тонуштурди. Улар уйғурниң һәрхил миллий таамлирини тәйярлаш бойичә һүнирини намайиш қилди. СҮРӘТЛӘРДӘ: 1. Һакимҗан билән Баһаргүл: дәстихинимиз дайим мол болғай. 2. Официантлар: биз хизмитиңларға тәйяр. Бәхтишат СОПИЕВ.

25390 рет

көрсетілді

386

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы