• Йеңилиқлар
  • 09 Қаңтар, 2012

Қәһриманға һөрмәт билдүрүлди

Мустәқиллик мәйрими күни Панфилов наһийәсиниң һакими Ермек Келемсеит Социалистик әмгәк қәһримани Адаләт Зәйнавдиновани иллиқ шараитта қобул қилип, елимиз һаятидики шанлиқ сәнә мунасивити билән сәмимий тәбриклиди. Көп милләтлик наһийә аһалиси намидин мустәһкәм саламәтлик, узақ өмүр вә аиләвий бәхит-саадәт тиләп, изгү тиләк-истәкләрни изһар қилди. Шуниң билән бир қатарда, Әмгәк қәһриманиға шәһәрдә селинған төрт еғизлиқ өйниң ачқучини тәнтәнилик түрдә тапшурди.

Өз новитидә Адаләт Зәйнавдинова өзигә көрситиливатқан мундақ чоң һөрмәт-еһтирам үчүн сәмимий миннәтдарлиғини билдүрүп, наһийә рәһбәрлириниң иш-паалийитигә муваппәқийәт, жутқа инақлиқ билән қут-бәрикәт тилиди.

Нурәхмәт ӘХМӘТОВ.

Яркәнт шәһири.

875 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы