• Әхбаратлар еқими
  • 09 Желтоқсан, 2016

Мустәқиллик бәлбеғи

1-декабрь – Тунҗа Президент Күни топ-тоғра йерим кечидә Қазақстан Мустәқиллигиниң 25 жиллиғиға беғишланған «Мустәқиллик бәлбеғи» намлиқ илмий тәтқиқат экспедицияси Антарктидиға атланди. Экспедиция қатнашқучи­лирини, җүмлидин Қазақ География җәмийитиниң Алмутидики регионал вакаләтханисиниң рәһбири Мағжан Сағымбаевни, альпинистлар Илияс Ғалимбеков билән Юрий Юшинни,  алимлар Әлия Бекназарова, Арман Баймухамедов вә Дәулет Шәриповни Алмута аэропортиниң хәлиқара залида тәнтәнилик рәвиштә узитип қойди. Бираз күндин кейин улар Йәр шариниң Җәнубий бәлбеғини бойсундуриду вә 16-декабрь күни Антарктидиниң әң егиз нуқтиси – Винсон чоққисиға Қазақстанниң Дөләт байриғини орнитиду. Буниңғичә улар чаңғуда 200 километрдин ошуқ мусапини бесип өтиду. Экспедицияниң илмий хадимлири экология, биология саһалирида тәтқиқатларни жүргүзиду, шундақла Антрактидиниң қийин шараитиниң инсан физиологиясигә болған тәсирини тәкшүрәйду. Җәнубий бәлбағ экспедициясини Қазақ география җәмийити уюштуруп, у Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң қоллап-қувәтлишидә әмәлгә ашурулуватиду.

639 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы