• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 24 Шілде, 2012

Мәркәз һесават бәрди

Дүшәнбә күни Қ.Ғоҗамияров намидики дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театриниң бенасида Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң (АШУЭМ) һесават жиғини болуп өтти. Униңға Алмута шәһиридики барлиқ наһийәләрниң уйғур мәдәнийәт мәркәзлириниң рәһбәрлири, шәһәрдики уйғур мәһәллилириниң жигитбашлири билән жут активистлири, ханим-қизлар вә ақсақаллар кеңәшлириниң рәислири, бәзи җәмийәтлик тәшкилатларниң вә Алмутида паалийәт елип бериватқан башқа милләтләрниң этномәдәнийәт мәркәзлириниң рәһбәрлири қатнашти. Жиғинниң барлиқ рәсмийәтлири өтүлүп болғандин кейин, АШУЭМниң бир жиллиқ һесават доклади билән мәзкүр мәдәнийәт мәркизи рәисиниң биринчи орунбасари — Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Гүлзарәм Илиясова сөзгә чиқти. Натиқ мәркәзниң бир жиллиқ ишиға вә кәлгүсидә әмәлгә ашурулидиған чарә-тәдбирләргә һәртәрәплимә тохтилип, АШУЭМниң нәтиҗидарлиқ паалийәт елип бериши үчүн көп күч чиқириватқан шәхсләргә алаһидә миннәтдарлиқ изһар қилди. Шуниңдин кейин сөзгә чиққан  җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов АШУЭМ рәһбәрлигиниң қоллап-қувәтлиши билән алмутилиқ уйғурларниң актив җәмийәтлик паалийәт елип бериватқанлиғини, мәзкүр тәшкилатниң миллий мәдәнийитимиз билән маарипимизниң  тәрәққиятиға мунасип үлүш қошуватқанлиғини вә хәлқимизгә пайдиси бар һәрқандақ тәшәббусни қоллап-қувәтләватқанлиғини мәмнунийәт билән тилға алди. Шундақла натиқ бир мәхсәт-муддиа йолида һәрқандақ башланма-тәшәббусларни бирлишип әмәлгә ашурушниң бүгүнки күндә наһайити әһмийәтлик екәнлигини ейтип, өзиниң келәчәктә Уйғур мәдәнийәт күнини  уйғурларға аит барлиқ җәмийәтлик тәшкилатлар билән бирлишип өткүзүш нийитидә  екәнлигини йошурмиди. Шаһимәрдан Үсәйин оғлиниң бу сөзи гүлдүрлигән алқишлар билән қизғин қобул қилинди. Андин «Бирлик» җәмийәтлик фондиниң президенти Адилҗан Зәйнавдунов, Уйғур театриниң мудири Савутҗан Сонуров вә башқилар музакирә сөзгә чиқип, өзлириниң Шаһимәрдан Нурумовниң тәшәббусини толуқ қоллап-қувәтләйдиғанлиғини ейтти вә АШУЭМниң бир жиллиқ паалийитигә жуқури баһа бәрди. АШУЭМниң һесават жиғиниға Алмута шәһири һакиминиң орунбасари Серик Сейдуманов қатнишип, сөзгә чиқти. Жиғинға шундақла Қазақстан хәлқи Алмута шәһәрлик Ассамблеяси кативатиниң рәһбири Маргарита Абубакирқызы қатнашти. Жиғин ахирида АШУЭМниң бир жиллиқ паалийити тоғрилиқ видеофильм көрситилип, униң давами хәлиқ талантлириниң концертиға улашти.

Қәлбинур РОЗИЕВА,

АШУЭМниң башқарма әзаси.

 

1182 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы