- Әхбаратлар еқими
- 16 Ақпан, 2017
Опера премьерисида болди
Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев «Қыз Жібек» оперисиниң премьерисида болди, дәп хәвәрлиди Президентниң Мәтбуат хизмити.Миллий алтун фондтики бебаһа мирас һесаплинидиған Е.Бурсиловскийниң «Қыз Жібек» опериси Чоң зал сәһнисидә қоюлди.Опериниң либреттосини Жибек билән Төлегенниң паҗиәлик муһәббити тоғрилиқ хәлиқниң лиро-эпослуқ жыриниң асасида көрнәклик драматург вә язғучи Ғәбит Мусрепов язған. Иҗтимаий әһвали һәрхил икки қәбилә вәкилиниң паҗиәлик муһәббити асас болған жырда көчмән қазақ хәлқиниң мәнивий һаяти, ойи вә арман-муңлири өз әксини тапқан.
Қоюлумниң музыкилиқ рәһбири вә қойғучи дирижери – Қазақстанниң әмгиги сиңгән әрбаби Абзал Мухитдинов. Қойғучи режиссери – Михаил Панджавидзе (Беларусь).
678 рет
көрсетілді0
пікір