• Әхбаратлар еқими
  • 23 Ақпан, 2017

Бельгияниң сенатори Қазақстанни европилиқларға үлгә қилип көрсәтти

Бельгияниң Федерал парламентиниң сенатори Алан Дестекс Қазақстанниң Сирия мәсилисидики актив мәвқәси вә терроризм вә экстремизмға қарши услублири европилиқлар үчүн үлгә болуши керәк дәп һесаплайду. Бельгия сенатори Сириядики тоқунушни һәл қилиш җәрияниға Қазақстанниң паал қатнишиватқанлиғини алаһидә тәкитлиди.«Қазақстанниң Сирия мәсилисини һәл қилиш музакирилирини қобул қилиши бу дөләтниң радикал экстремизмға қарши күрәштә, истиқбалда болса, Сирия вә Ирақтики тоқунушни тохтитишта чоң роль ойнайдиғанлиғини көрситиду. Қазақстан шундақла Иран ядро мәсилисини һәл қилишта муһим дәллал болди», деди Брюссельда сенатор. Алан Дестексниң тәкитлишичә, Азия вә Европа дөләтлири оттурисидики қолайлиқ географиялик орунлишиши, Россия, Хитай, АҚШ вә Европа билән яхши мунасивәтлири бар бу дөләт БМТ Бехәтәрлик Кеңишиниң ишиға «диолог авазини» елип келиши мүмкин.

614 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы