• Әхбаратлар еқими
  • 17 Наурыз, 2017

Йеңи вәзипиләрни жүклиди

Сешәнбә күни Қариғанда вилайитигә иш бабидики сәпәр билән кәлгән Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев вилайәт активи билән регионниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққият мәсилилири бойичә кеңәшмә өткүзди. Кеңәшмидә Президент вилайәтлик мәслиһәт депутатлири намзитини бәкиткән вилайәтниң йеңи һакими Ерлан Қошановни тонуштурди.Нурсултан Назарбаев жиғин қатнашқучилириға беғишланған сөзидә елимизниң вә Қариғанда вилайитиниң ихтисадий вә иҗтимаий тәрәққиятиниң көрсәткүчлиригә тохталди. Мән бүгүн конституциялик миссияни орунлашқа кәлдим. Мәслиһәткә йеңи һаким Ерлан Қошановниң намзитини тәвсийә қилдим. У өзи қариғандилиқ. Түрлүк лавазимларда ишлигән. Униң тәҗрибиси Қариғанда вилайитиниң мәсилилирини һәл қилишқа ярдәмлишиду дәп ишәш қилимән, — деди Н.Назарбаев. Шуниңдин кейин Дөләт рәһбири вилайәтниң сабиқ һакими Нурмухамбет Әбдибековқа тәшәккүр изһар қилип, йеңи ишида утуқ тилиди. Президент жиғинда Қариғанда вилайитиниң әвзәлликлирини көрситип, дөләтни буниңдин кейинму тәрәққий әткүзүшкә мунасивәтлик йеңи вәзипиләрни тәкитлиди. Дөләт рәһбири елимиздики сәясий ислаһатлар җәрияниға алаһидә диққәт бөлүп, президентлиқ вертикальни сақлашниң аспектлирини вә дөләт һакимийитиниң барлиқ тармақлириниң җавапкәрлигини ашурушниң муһимлиғиға тохталди. Шундақла бирқатар җиддий вәзипиләрни орунлашниң муһимлиғини ейтип, вилайәт турғунлирини мәмликәт ихтисадини тәрәққий әткүзүшкә паал қатнишишқа чақирди. Шуниң билән биллә Дөләт рәһбири тиҗарәтчилик даирисини кәңәйтиш, дөләт-шәхсий тиҗарәт һәмкарлиғини тәрәққий әткүзүш, йеза егилигини субсидияләш, «Нұрлы жол» программисини әмәлгә ашуруш, илмий-тәтқиқат институтлирини җәлип қилиш арқилиқ санаәт секторини инновациялик турғидин тәрәққий әткүзүш мәсилилиригә диққәт бөлди. Жиғин ахирида Қариғанда вилайитиниң йеңи тайинланған һакими Ерлан Қошанов Қазақтан хәлқи билән Дөләт рәһбиригә қәсәмяд бәрди.

600 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы