• Әхбаратлар еқими
  • 30 Наурыз, 2017

Течлиқ, бирлик вә йеңилиниш рәмзи

Президент Нурсултан Назарбаев қазақ­станлиқларни Норуз мәйрими  билән тәбриклиди. Дөләт рәһбири мәмликәт гражданлириға пайтәхттики «Сарыарқа» велотрегиниң минбиридин мураҗиәт қилди. Нурсултан Назарбаев өз сөзидә Норузниң әң сөйүмлүк вә тақәтсизлик билән күтидиған баһар мәйрими болуп, униң миңжиллиқ тарихқа егә екәнлигини вә миллити һәм диний етиқатиға қаримай нишанлинидиғанлиғини атап өтти. Күн билән түн тәңләшкән мәйрәмни уруқ-туққанлири вә достлири билән җуғиҗәм нишанлаш — әҗдатлар вәсийәт қилған әнъәнә. Шундақла Президент Норуз мәйриминиң мәмликитимиздики ишәнчә, достлуқ, қерин­дашлиқ вә турақлиқ рәмзи екәнлигини алаһидә қәйт қилди. Мәлумки, баһарда күн билән түнниң тәңлишиши дунияниң көплигән мәдәнийәтлиридә алаһидә әһмийәткә егә болуп, адәмләр билән тәбиәтниң йеңилинишини вә бирлишишини билдүриду. Қазақ хәлиқ әнъәнилиридә Норуз мәйрими улуқ умумхәлиқ мәйрими – Ұлыстың Ұлы күні дәп атилиду. Мәйрәмлик программа Норузға беғишланған инсталляция билән давамлишип, униңға пайтәхттики барлиқ дегидәк иҗадий коллективлар қатнашти. Баһар мәйрими тоғрилиқ нахшини атақлиқ артистлар билән биллә Астанадики балилар мәһкимилиридә тәрбийилиниватқан гөдәкләрму иҗра қилди. Шу күни Президент «Хан Шатыр» сода-оюн-тамашә мәркизи йенидики этноавулни зиярәт қилди. Бу йәрдә Дөләт рәһбирини нахша-саз вә уссуллар билән қарши алди. Нурсултан Назарбаев палванлар мусабиқисини тамашә қилип, мәйрәмгә кәлгән шәһәрликләр билән сөһбәтләшти.

711 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы