• Әхбаратлар еқими
  • 06 Сәуір, 2017

Җәмийәтлик транспорт — байлар үчүн

Йеқинда җәнубий пайтәхт һакими Бауыржан Байбек вә Хәлиқара җәмийәтлик транспорт иттипақиниң (ХҖТИ) баш кативи Муһәммәд Мезгани транспорт инфрақурулумини тәрәққий әткүзүш мәсилилирини муһакимә қилди.Меһманниң сөзичә, көп әһвалларда җәмийәтлик транспорт иҗтимаий хизмәт сүпитидә қарилиду. Амма кейинки тәтқиқатларға қариғанда, уни тәрәққий әткүзүшкә сәрип қилинған бир доллар әмәлиятта төрт доллар пайда кәлтүрүветипту.

Әслидә бир километр җәмийәтлик транспорт системисини вуҗутқа кәлтүргәндә, бир километр йол салғанға қариғанда төрт һәссә ошуқ иш орни ечилиду. Шуңлашқиму бу аһали үчүнла әмәс, бәлки шәһәрлик һакимийәтләр вә бизнес үчүнму пайдилиқ, — дәйду баш катип.

Учришиш давамида Муһәммәд Мезгани җәмийәтлик транспорт үчүн айрим йол, заманивий турақларни, велосипед йоллирини, йолувчилар зонилирини уюштуруш, метро селиш охшаш Алмутида транспорт ислаһитини әмәлгә ашурушниң комплекслиқ яндишишлириға тохталди.

Көплигән әлләрдә транспорт ислаһитини әмәлгә ашурғанда, вақитниң вә квалификациялик кадрларниң йетишмәслигигә дуч келиватиду. Бизниң ролимиз — тәшкилат әзалириға мошу мәсилиләрни һәл қилишқа ярдәмлишиш. Баш қошушларниң биридә чоң шәһәрләрниң бириниң һакими кәмбәғәлләр автомобиль һайдиған әмәс, бәлки байлар җәмийәтлик транспортни пайдилинидиған мәмликәтниң бай мәмликәт һесаплинидиғанлиғини ейтқан еди. Наһайити тоғра, — дәп қошумчә қилди Муһәммәд Мезгани.

У шундақла Алмута шәһириниң делегациясини  транспортни турақлиқ тәрәққий әткүзүш саһасида технологияләр вә инновацияләр билән тонушуш үчүн бийил майда Канадиниң Монреаль шәһиридә өтидиған ХҖТИ саммитиға тәклип қилди.

Мәлумки, 1885-жили қурулған ХҖТИға Қазақстандин Алмута метрополитени, «Алматыэлектротранс» ҖЧЙ вә Астананиң йеник-рельс транспорти әза болуп һесаплиниду.

740 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы