• Әхбаратлар еқими
  • 20 Сәуір, 2017

Жутдашлар өмлүгини көрсәтти

Йеқинда Ғәйрәт йезисида узун жиллардин буян шәкилләнгән әнъәнивий шәнбилик өткүзүлди. Бир кишидәк жиғилған жут аһалиси бу күни йеза мәркизигә орунлашқан мечит әтрапи билән қәбирстанлиққичә болған йолниң икки қанитини, тупрақ бешиниң ичи-тешини тазилиди, дәрәқләрни путап, һаклиди. Һәр жили өткүзүлүп келиватқан мошундақ соваплиқ ишқа жирақ-йеқинда яшаватқан жутдашларму иштрак қилип, ғәйрәтликләр йәнә бир қетим өмлүги билән иттипақлиғини намайиш қилди. Ахирида Мөрдиновлар, Азнибақиевлар, Җалаловлар вә Ибрагимовлар әвлади тәрипидин әрвалар роһиға атап нәзир берилди. Бу күни шундақла жут паалийитигә мунасивәтлик айрим мәсилиләрму қаралди. Җүмлидин жигитбеши Мөһидин Турғановниң саламәтлигигә бағлиқ илтимаси қанаәтләндүрүлүп, орниға орунбасари болуп ишләватқан Арман Мусәлимов сайланди. Чүштин кейин болса, жилдиқидәк, кочиларара футбол мусабиқиси рәсмий башланди. Абдулҗан АЗНИБАҚИЕВ.Әмгәкчиқазақ наһийәси.

651 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы