• Хәйрихаһлиқ
  • 18 Мамыр, 2017

Ясмина ярдәмгә муһтаҗ

Бепәрва болмайли/ Бала — һаятниң гүли. Бу әлмисақтин келиватқан һәқиқәт. Пәрзәнт дунияға кәлгәндә аилигә бәхит келиду. Лекин бала ағрип қалса яки сақаймас ағриққа дучар болса, ата-аниниң әһвалини көз алдиңға тәсәввур қилиш наһайити тәс. Биз гәп қилмақчи болған төрт яшлиқ Ясминаниң тәғдири әйнә шундақ.Ясмина дунияға сағлам туғулди. Ата-аниси қанчилик хошаллиққа бөләнгәнлигини ейтмисақму чүшинишлик болса керәк. Ясмина икки яшқа толғичә саламәтлигигә һечқандақ шикайәт болмиған. 2015-жили униң мағдири йоқап, путлирида көкләр пәйда болушқа башлайду. Дәсләп «путини бир йәргә урувалғанду», дәп ата-аниси униңға етивар бәрмәйду. Амма кейинирәк көкләр қизниң барлиқ тенида пәйда болиду, көз томурлири йерилишқа башлайду. Дохтурлар Ясминиға хәтәрлик диагноз, йәни «пластикилиқ анемия» дегән диагнозни қойиду. Кичиккинә қизниң һаятини сақлап қелишниң бирдин-бир амили устихан илигини (костный мозг) алмаштуруш керәклигиниму ейтиду. Униңдин ташқири һазир Ясминаниң саламәтлиги кәскин начарлишип кәткәчкә, һәр икки һәптидә қенини алмаштуруп турушму һаҗәт болуватиду. Әнди мундақ ағриқни давалаш Исрайилниң РАМБАМ клиникисида мүмкин екән. Амма, йол һәққи вә давалаш үчүн 180 миң АҚШ доллири һаҗәт болуватиду. Әпсус, Ясминаниң ата-анисида мундақ мәбләғ йоқ. Шуңлашқа улар сахавәтлик инсанларға мураҗиәт қилишқа мәҗбур болмақта. Әгәр кичиккинә Ясминаниң тәғдиригә бепәрва болмай, ярдәм беришни халиғучилар болса, өзлирниң халисанә ианилирини төвәндики һесап-чотларға әвәтишини илтимас қилимиз: Карта Сбербанка: 4263433994150206; 8-708-186-08-83 (Элвира) KaspіGold: ИИН 890720401637; 8-778-883-08-83 (Рустәм) Народный банк: 5354510043224475,  ИИН 880130302667;  8-747-510-05-55 Бәхтияр ТОХТАХУНОВ. Алмута шәһири.

1067 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы