- Хәйрихаһлиқ
- 18 Мамыр, 2017
«Жутумдин өргиләй»
Изгү ишлар/ Мәшүр САСИҚОВ,«Уйғур авази»/ Мошу ибарини өткәндә Талғир наһийәсиниң Туздыбастав мәлисидики «Жайлау» кафесида өткән тойда өйлиниватқан жигитниң аниси Тиллахан Зулиярова толиму нурғун тәкрарлиди. Чүнки у оғли Илшатни бу дәриҗидә, йәни һашамәтлик бенада, көплигән уруқ-туққан, қериндаш вә жутдашлирини тәклип қилип өйләймән, дәп ойлимиған екән. уздыбаставлиқ сахавәтлик, әл-жутиниң ғеми билән яшайдиған инсанлар «Көп түкәрсә, көл болур» дегән нәқилгә әмәл қилип, саламәтлиги унчивала яхши әмәс, имканийитиму чәклик бу аилигә һәрдайим қол учини сунуп кәлгән екән. Аилә атиси Турсун ака Зулияров ағриқ зәрдавидин узун жиллар орун тутуп йетип қелип, кейинирәк вапат болғинида вә униң ялғуз қизи турмушқа чиққанда туздыбаставлиқлар, худди бир өйниң адәмлиридәк, һәммигә егидарчилиқ қилипту. Бүгүн улар бу аилидики йәнә бир пәрзәнт Илшатниң тойини өз зиммисигә апту.
Илшатни өйләп қоюш тәшәббусини Талғир наһийәлик Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Арзигүл Һошурова көтириду. Аз вақит өтмәй, у яқни қоллап-қувәтлигүчиләр сани көпийип, тойниң тәйярлиғиму дәрһал башлинип кетиду. Илшатниң лайиғи Альмира Мәхсүм қизи Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Қаратуруқ йезисидин. Уларниң бир-бири билән тонушуп, чиқишип қелишиғиму йәнә шу қериндашлири, асасән чоң аписи Тохтихан Әмәтова сәвәпкар болиду.
Жуқурида тәкитлигинимиздәк, бу аилиниң имканийити махтиғидәк дәриҗидә болмиғанлиқтин, милләтпәрвәр ханим-қизлар Халидәм Зунунова билән Рошәнгүл Тохтахунова рәһбәрлигидики Розибақиев кочисиниң сахавәтлик ханим-қизлири «һә-һу» дейишип, дәрһал Тиллахан һәдиниң өй-ичини рәткә кәлтүрүп, йоқини йәткүзүп дегәндәк тойниң ғемиға киришип кетиду. Башқа жутдашлар қолидин кәлгиничә ярдимини көрситип, Илшатниң тойиға өз һәссилирини қошиду. Бу йәрдә Тиллахан һәдиниң қериндашлириниң ярдими һәққидә ейтмисақ болмас. Улар қолидин кәлгиничә той ишлириға арилишип, қериндашлиқ вәзиписини жуқури дәриҗидә ада қилишниму билди.
Тойда «Атисиниң дуасини алған бала бу» дегән параңлар қулиғимға челиқти. Униң мәнасини чүшиниш мәхситидә бу аилә билән йеқин мунасивәттә болидиған һәм еғир-йенигидә дайим әтрапида тепилидиған Туздыбастав йезилиқ Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Банум Бавдиноваға мураҗиәт қилдуқ.
— Һәқиқәтәнму, Илшат дадисиниң дуасини алди десәм, хаталашмаймән – деди Банум Бавдинова. – Өзиңиз ойлап көрүң, саламәтлиги шундақ болуп туруп, йетип қалған атисини сәккиз жил бақти. Аниси Тиллахан ишта, сиңлиси турмушта. Бу ейтмаққа асан болғини билән әмәлиятта һәркимниң қолидин кәлмәйду. Униң ирадиси түпәйли бүгүн бу тойни ойнаватимиз. Илаһим, аилиси билән бәхитлик өтсун!
Өмлүги ярашқан жутта өткән алаһидә тойни җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиму һәртәрәплимә қоллап-қувәтләп, ярдимини айимиди. Мәсилән, ҖУЭМ тәрипидин қәдәм тәшрип қилған Мизангүл Авамисимова вә Гүлҗаһан Муратова яш аилә егилиригә атиған соғилирини тапшурди.
Икки яшниң некаси қийилғандин кейин уларни тәбриклигүчиләр сани хелиғичә үзүлмиди. Бизму уларға иллиқ тиләклиримизни билдүримиз.
1069 рет
көрсетілді0
пікір