• Учумкарлар диққитигә
  • 25 Мамыр, 2017

Ата-аниларниң өзлиригә бағлиқ

Билим вә пән министрлиги учумкарлар кәчлириниң мәктәпләрдин сирт өткүзүлүшини мәнъий қилмайду, бирақ шуниң билән биллә мундақ идеяни қоллап-қувәтлимәйду.Министрниң орунбасари Бибигүл Асылованиң чүшәндүрүшичә, учумкарлар кәчлирини уюштурушқа мәбләғни мәктәп әмәс, бәлки ата-анилар комитети жиғиду. Бу ата-аниларниң тәшәббуси, чүнки улар өз балилириға мәктәпләрдики рәсмий мәрасимдин кейин мәйрәм уюштуруп беришни халайду. — Биз селекторлуқ кеңәшмә өткүздуқ вә шуни очуқ ейтимәнки, Билим башқармилириниң хадимлири учумкарлар кәчлириниң мәктәпләрдә өткүзүлүшини тәләп қилмақта. Амма улар ата-анилар комитетлириниң қарариға тәсир қилалмайду. Мәктәптә ахча жиғиш рәсмий мәнъий қилинған. Һазир биз ата-анилар билән ишләватимиз, уларни оқуш мәһкимисиниң сиртидики дағдуғилиқ чарә-тәдбирләрни өткүзүштин ваз кечишкә чақириватимиз, — дәп тәкитлигән Бибигүл Асылова вә мәктәпләр вә кабинетларни җөндәшкә оқуғучилардин ахча жиғишқа болмайдиғанлиғини қошумчә қилди. — Мәктәпләрдә ахча жиғиш мәнъий қилинған. Еқимдики җөндәш ишлирини вә қандақту-бир ички ишларни жүргүзүшкә бағлиқ барлиқ хираҗәт йәрлик иҗраий органларниң һесавиға төлиниши керәк, — дәп тәкитлиди министрниң орунбасари. Министрликтә шундақла балиларға берилидиған өй тапшурмилириниң көләмини қисқартиш қарар қилинди. Бу балиларниң мәктәпләрдә униңсизму нурғун тапшурмиларни орунлаватқанлиғи билән чүшәндүрүлиду.

487 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы