• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 03 Тамыз, 2012

Йеңи рәис сайланди

Йеқинда Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театрида  Қазақстан Уйғур яшлири бирлигиниң (ҚУЯБ)  жиғини өткүзүлүп, униңда тәшкилий мәсилә қаралди: тәшкилат рәиси Ришат Азнибақиев  өзини рәислик лавазимидин бошитишни илтимас қилди. ҚУЯБниң әзалири униң илтимасини қанаәтләндүрүп, тәшкилат рәислигигә шуңғичә ҚУЯБниң ихтисат бөлүмини башқурған Әркин Әхмәтовни сайлиди. Әнди ҚУЯБ һәққидә икки еғиз сөз. 1995-жилдин бу ян мәзкүр җәмийәтлик тәшкилат миллитимизгә аит көплигән иҗтимаий-мәдәний чарә-тәдбирләрни әмәлгә ашуруп кәлмәктә. Җүмлидин ҚУЯБ яшларға миллитимизниң тарихини, әдәбият-сәнъитини, мәдәнийитини тонуштуруш, миллий маарипимизни риваҗландуруш йөнилишлиридә тилға аларлиқ паалийәтләрни елип барди. Мошу мәхсәтләрдә тәшкилат Интернет торида өзиниң мәхсус uіghur. kz сайтиниму ачти.

Динара ҚУРБАНОВА.

Алмута шәһири.  

1151 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы