• Хәйрихаһлиқ
  • 08 Маусым, 2017

Гүлҗаһан анимиз келиватиду...

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази»/ Гүлҗаһан һаҗим Муратованиң кәңдаирилик хәйрихаһлиқ паалийити гезитханлиримизға яхши мәлум. У жигирмә жилдин ошуқ вақит турмуш шараити төвән, көпбалилиқ, баққучисидин айрилған аилиләр билән житим-йесирларға қол учини созуп келиватиду. Болупму роза-рамзан айлирида ианә қилмиса көңли имин тапмайдиған анимиз бу қетимму шундақ нийәттә йолға чиқти. Дәсләп өзи яшап, хизмәт қилған Яркәнт жутиға қәдәм тәшрип қилған у, адити бойичә, 200 аилигә халисанә ярдимини елип кәпту. Яркәнт шәһиридики 100 аилигә вә униң әтрапидики Кичик Чиған, Надәк, Сүптай, Пәнҗим, Көктал,Чулуқай, Дехан Ғәйрәт охшаш йезиларда истиқамәт қиливатқан 100 аилигә ун, гүрүч, май вә чай охшаш озуқ-түлүк мәһсулатлирини тарқитип бәрди. Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Маһинур Аюпова, жигитбашлири Азат Искәндәров, Ташполат Семәтов, Нуруллам Ваҗитов, Азат Гайитов, Асимҗан Иминиязовлар өзлири башқуруватқан мәһәллиләр турғунлири намидин Гүлҗаһан аниға тәшәккүр ейтип, униң аилисигә хатирҗәмлик тилиди. Алтә бала тепип тәрбийиләватқан Турсынбек вә Айнур Жақыпбековлар һаҗим аниниң хошнилири екән. Миннәтдарлиғини таза уйғур тилида изһар қилған Турсынбек аға мундақ деди: — Һазир Алмутида яшаватқан Гүлҗаһан һаҗим билән узун жиллар хошна олтардуқ. Шуңлашқиму туққан анимиздәк бөләкчә қәдир тутимиз. У улуқ ай, улуқ күнләрдила әмәс, башқа вақитлардиму жутдашлиридин ярдимини айимайду. Қутлуқ аилиниң чириғини яндуруватқан балилириниң чоңи Алимҗан вә Дилмиралар билән уруқ-туққан, қериндаштәк болуп кәттуқ. Гүлҗаһан анимизниң саламәтлиги мустәһкәм болсун, пәрзәнтлириниң турмуш-тирикчилигигә чоң бәрикәт бәрсун. — Мән әсли Оренбургтин, мошу жутқа, йәни уйғур аилисигә келин болуп чүштүм. Шәһәрдики мәркизий почтиниң үчинчи бөлүмчисидә ишлидим. Йолдишим, һели мәрһум Турған Розибақиев узун жиллар телекоммуникация саһасида хизмәт қилған. Бәш бала таптуқ, нәврә-чәврә сөйдүм. Қазақ билән уйғурниң достлуғи ярашқан көпмилләтлик бу жутта житим-йесирниң бешини сийпайдиған, жиқилғанни йөләйдиған мана мошундақ қоли очуқ, мәрт-мәрданә, хәйри-еһсанлиқ җанларниң бири болған Гүлҗаһан сиңлимға миннәтдарлиғим чәксиз. Һемишәм аман-есән болуң, — дәп тиләк-истигини изһар қилди Қайша Розибақиева. Гүлҗаһан һаҗим Муратова Панфилов наһийәсидә болуп, андин Уйғур, Әмгәкчиқазақ, Талғир наһийәлиригә қарап йол тутти. Шундақла уни Алмута шәһиридиму күтүватқанлар бар екән. Ана бу қетим җәми йәттә миллион тәңгилик хәйрихаһлиқ ярдәм көрситишни көңлигә пүкүп қоюпту. Униң бир миллионини ағриқниң дәрдини тәртиватқан аниларға беридиған охшайду. Адәмләргә пәқәт яхшилиқ қилишқа адәтләнгән Гүлҗаһан Муратованиң бу иш-паалийитигә муваппәқийәт тиләймиз.

1264 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы