• Хәйрихаһлиқ
  • 15 Маусым, 2017

Меһриванлиқ ипадиси

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази»/ Йеқинда Алмута шәһиридики 26-шипахана хадимлири мүмкинчилиги чәкләнгән балилар үчүн мәйрәм уюштуруп, уларға хошаллиқ дәқиқиләрни һәдийә қилди. Мәйрәмлик тәнтәнини шипаханиниң баш врачи Гүльнур Кенжебекова киришмә сөз билән ечип, саламәтлик саһасиға аит елимизда елип бериливатқан иш-чариләргә тохталди. У шундақла өзи рәһбәрлик қиливатқан мәһкимидә йүздин ошуқ нака балиниң турақлиқ тәкшүрүштә болуп келиватқанлиғини тилға елип, улар үчүн дөләт тәрипидин яритиливатқан айрим имтиязларниң алаһидиликлирини ейтип өтти. Һәр жили мошундақ чарә-тәдбирләрни өткүзүшни әнъәнигә айландурған мәһкиминиң бийилму уни өткүзүшкә җиддий тәйярлиқ көргәнлиги рошән байқилиду. У күнки чарә-тәдбиргә мәхсус тәклип қилинған клоун, аниматорлар балиларға өз һүнәрлирини көрситипла қоймай, улар билән биллә һәрхил оюнларни ойнап, гөдәкләргә хушвақ дәмләрни беғишлиди.  Балиларни тәбрикләш мәхситидә шипаханиға қәдәм тәшрип қилған «Отырар сазы» оркестри билән Қ.Ғоҗамияров намидики дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театриниң «Рухсарә» уссул ансамблиму йеқимлиқ саз-нәғмә вә әвришим уссуллири арқилиқ сунуқ дилларға сахавәт нурини чачти. Мошундақ хошаллиқ дәқиқиләрниң шаһиди болған биз арилиқта пурсәттин пайдилинип мәһкимә рәһбири Гүлнур Көкежан қизини сөһбәткә җәлип қилған едуқ. – Әсли бизниң мундақ чарә-тәдбирни өткүзүштики мәхситимиз — тәғдир өзи күлүп бақмиған балиларниң көңлини елип, уларниң өзлирини җәмийитимизниң толуқ һоқуқлуқ әзаси сүпитидә һис қилишиға шараит яритиштин ибарәт. Чүнки, улар һәқиқәтәнму ғәмхорлуққа, диққәт-етиварға муһтаҗ җанлар. Биз буни дайим ядимизда тутуп келиватимиз. Бу җәһәттин сөз қилғанда, өз коллективим тоғрилиқму икки еғиз ләвз билдүргүм келиватиду. Кәсипдашлирим һәрхил милләт вәкиллиридин тәркип тапқан болсиму, өзара интайин инақ, һәмкарлишип ишләватиду. Уларниң һәммиси дегидәкла таллиған кәспигә чин муһәббәт бағлиған меһриван инсанлар. Медицина хадими үчүн меһриванлиқниң қанчилик муһим әһмийәткә егә екәнлигини ейтмисамму көпчилик яхши чүшиниду. Бүгүнки мәйрәмму әйнә шу хисләтниң әмәлияттики көрүнүшидур, – дәйду шипаханиниң баш врачи бизниң соалимизға җававән. Балиларни һимайә қилиш күнигә даир уюштурулған бу чарә-тәдбир, Гүлнур Көкежан қизи ейтқандәк, һәқиқәтәнму меһриванлиқниң әмәлияттики ипадиси болди.

1124 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы