• Футбол
  • 22 Маусым, 2017

Рәқипләр мәлум болди

Шөһрәт МӘСИМОВ, «Уйғур авази»/ Санақлиқ күнләрдин кейин УЕФА Чемпионлар лигисиниң вә Европа лигисиниң новәттики басқучи башлиниду. Мошу футбол турнириға Қазақстандин төрт команда – Чемпионлар лигисида «Астана»,  Европа лигисида «Қайрат», «Иртыш», «Ордабасы» командилири күч синишиду. Йеқинда қазақстанлиқ клубларниң рәқиплири мәлум болди.Мәсилән, Чемпионлар лигисида «Астана» футболчилири квалификацияниң иккинчи басқучидин башлап иштрак қилиду. Уларниң рәқиви Латвияниң Юрмала шәһириниң «Спартак» командиси. Биринчи учришишни Астана 11/12-июльда өз мәйданида өткүзиду. Җавап матч бир һәптидин кейин Юрмалада болмақчи. Футбол ишқивазлири яхши билидуки, пайтәхт футболчилири УЕФА Чемпионлар лигисиниң турнириға уда үчинчи қетим қатнашмақта. Улар 2015 – 2016-мәвсүмдә әң яхши нәтиҗини қолға кәлтүрди, йәни топлуқ  басқучқа йолланма алған еди. Әнди өткән жили болса, команда үчинчи раундқичә йәтти, бирақ икки учришиш йәкүни бойичә Шотландияниң «Селтик» клубиға йол берип қоюп, нәтиҗидә Европа лигисиниң топлуқ турнириға қатнашти. Тәкитләш керәкки, «Астана» Чемпионлар лигисиниң топлуқ  басқучида оюн көрсәткән бирдин-бир қазақстанлиқ клуб болуп һесаплиниду. Пайтәхт командиси бу турнирға дәсләпки қетим қатнишишидила шундақ нәтиҗигә йәткән еди. Әнди Европа лигисида «Қайрат» — Литваниң «Атлантас», «Иртыш» — Болғарияниң «Дунав», «Ордабасы» Босния вә Герцоговинаниң «Широки Бриег» командилири билән ойнайду. Улар турнирни биринчи раундтин башлайду. Һәр үч команда биринчи матчни 29-июньда өз мәйданида, җавап учришишларни 6-июльда өткүзиду.

514 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы