• Бизниң җанкөйәрлиримиз
  • 22 Маусым, 2017

Абдуқейимдәк  адәмләргә  апирин!

Бәхтишат СОПИЕВ, «Уйғур авази»/ Қизилтуғлуқ Абдуқейим Сәйденов билән тонушуш үчүн йерим күнүмни сәрип қилдим. Әтигәндин бери униң ишигини «күзәттим». «У яққа кәтти, бу яққа кәтти» дегән гәп йоқ. Өйдә. Амма мениң билән көрүшүшкә вақти йәтмәйватиду. У тоғрилиқ мениң билидиғиним бирла: у «Уйғур авази» гезитиниң әң йеқин достлириниң бири.У күни Абдуқейим акиниң йәнә бир қири маңа аян болди. У тонулған тевип екән. Ахири қизи кирип, «гезит мухбири әтигәндин бери күтүватиду» дегән гәпни ейтса керәк. Бир вақитта у мени өзиниң бөлмисигә чақирди. Новәттики “сеансниң” үстигила кирдим. Абдуқейим ака маңа ишарә қилип, бош турған орундуқни көрсәтти. Өзи болса «ишини» давам қилди. Мениң чүшәнгиним, бемарниң икки көзи чәкчийип кәткинигә қариғанда, тевип униң диагнозини тоғра қойған охшайду. “Беғириң зәхимлинипту, өмүр сүрүшни халисаң, давалинишни кечиктүрмә”, — дедидә, уни йолға салди. Тевип, бирқаримаққа, маңа қопалдәк көрүнди. У бемарлар билән әйнә шундақ муамилә қилишидекән. Иккимиз бир сааттәк муңдаштуқ. Абдуқейим ака ақ көңүл, наһайити меһриван, милләтпәрпәр инсан болуп чиқти. Жутдашлириниң «Абдуқейимдәк адәмләргә апирин!» дейиши бекар әмәс екән. У Қизил Туғдики бирнәччә кочини җөндәшкә маддий җәһәттин ярдәм қипту. Йезидики мечитқа қол учини созуп, қәбирстанлиқни аватлаштурупту. Житимларниң бешини сийпайдекән. Жилда 15 аилиниң  «Уйғур авазини» оқушиға имканийәт яритиветипту. Ундақ адәмгә қандақ «апирин!» демәйсән. Сөһбәтара мән униң тәрҗимиһалиға қизиқип қалдим. Ейтип беришичә, бәш йешида ата-анисиниң қучиғида, тәғдир тәқәзаси билән, тарихий вәтинимиздин көчүп чиқипту. Көп вақит Қаратуруқ йезисида яшап, кейин мошу жутқа йоли чүшүпту. Атиси Абдримахун тонулған тевип һәм имам болған екән. Атисиниң бу «паалийәтлири» кеңәш һакимийитиниң «дин —әпийүн» сәяситиниң тәқивигә учрапту. Амма, бу аилә қандақла қийинчилиқларға дуч кәлмисун, «сунғини» йоқ. Абдуқейим акиниңму бүгүнкидәк утуққа йетишидә әйнә шу сунмас ирадиси сәвәп болди. Мошу жили Абдуқейим ака Қаратуруқта биллә оқуған синипдашларниң бешини қошти. Баш қошушниң азду-тола чиқимини у йәнә өзиниң бойниға алди. Гәп униңда әмәс, гәп – синипдашларниң дидарлишишида. Бу учришиштиму сабиқ синипдашлар Абдуқейим акиға «апирин!» ейтишни унтумиди. Шунчә йәрдин «муштирилиримизниң сани кемип кәтти» дәп бериведуқ, бизниң көңлимизни қайтурмиди. Өз новитидә, бизму униңға миннәтдарлиғимизни изһар қилдуқ. Сүрәттә: А.Сәйденов синипдашлири арисида (солдин биринчи).

529 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы