• Хәйрихаһлиқ
  • 30 Маусым, 2017

Мечиттики балилар күлкиси

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази»/ Роза һейтиниң иккинчи күни Алмута шәһириниң Султанқорған мәһәллисидики «Әли Муһәмәт» мечити житим балиларниң күлкисигә толди. Бу күни шәһәрдики 1-балилар өйидә тәрбийилиниватқан 50 бала «Султанқорған» җәмийәтлик бирләшмиси, мечит қоми вә Султанқорған мәһәллисиниң жут-җамаәтчилиги тәрипидин өткүзүлгән хәйрихаһлиқ акциядә көңүл ечип, уюштурғучилар тәйярлиған мол дәстихандин дәм тартти. Акцияниң рәсмий ечилиш қисмида Жетису наһийәсиниң баш имами Бақытжан Көптилеуулы, «Әли Муһәммәт» мечитиниң имами Канат әли Такиров вә башқилар бүгүнки мәрасимниң меһманлириға Ислам дининиң әвзәлликлири тоғрилиқ қисқичә чүшәнчә берип, уларни әдәплик, пәм-парасәтлик болушқа, устазлириниң еқидисини ақлашқа чақирди. Андин балилар мечит территориясигә қоюлған батутларда ойнап, мәхсус кәлтүрүлгән атларда сәйлә қилди. Топларға бөлүнүп, футбол ойниди. Назу-немәтләрдин дәм тартти. Шундақла улар мечит йенидики мирасгаһниму зиярәт қилди. – Хошал боларлиқ нәрсә шуки, Рамзан ейида мәһәллимиздики «Әли Муһәммәт» мечити бир күн адәмләрдин хали болмиди. Һәр күни дегидәк 300-400дәк адәмгә иптарлиқ берилди. Бу жутумизда сахавәтлик инсанлар саниниң өсүватқанлиғиниң ипадисидур. Мәсилән, бүгүнки хәйрихаһлиқ акциясини уюштурушқа мечит қоминиң барлиқ әзалири, шундақла Қурванҗан Әйса һаҗим оғли, Абләһәт һаҗим Қурбанов, Алимҗан Һосманов вә башқилар көп күч чиқарди. Өзәңларға мәлум 50 балиниң көңүл көтиришигә шараит яритиш вә уларниң һәммисигә кийим-кечәк, аяқ-кийим соға қилип, ахирида кәң дәстихан йейиш асан иш әмәс. Жуқурида исми аталған вә аталмиған жигит-қизлиримиз мошундақ қийин һәм бәлгүлүк миқдарда мәбләғ тәләп қилидиған вәзипиниң һөддисидин чиқиватиду. Мән әйнә шундақ инсанларға апирин ейтип, сепиңлар дайим көпийивәрсун демәкчимән, – дәйду биз билән сөһбәттә болған Султанқорған мәһәллисиниң баш жигитбеши Ғәйрәт Мәмәтәлиев.

1091 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы