• Хәйрихаһлиқ
  • 17 Шілде, 2017

Расул ярдәмгә муһтаҗ

Ойлимиған йәрдин ағриққа муптила болған йеқин адимиңниң дәрдигә дәрман болушқа имка­нийитиң яр бәрмисә, бәкму әләм қилидекән. Бизниң аилиму әйнә шундақ мүшкүл әһвалға дучар болди. Ениғирақ ейтқанда, Асфендияров намидики Қазақ миллий медицина университети стоматология факультетиниң иккинчи курсида тәһсил көрүватқан 19 яшлиқ оғлумиз Расул Турған оғли Турғанов үч айдин бери еғир дәртни (диагнози: гинекомастия хр. тонзилит, обострение) баштин кәчүрмәктә. Көксини операция қилиш лазим болуватиду. Бирақ униң үчүн хелила көп мәбләғ һаҗәт. Бу җәһәттин бизниң қолумиз қисқа. Оғлумизни һәқ төләп оқутувататтуқ. У иккинчи курсни әла баһаға тамамлиди. Бу қетим туюқсиз ағрип қалғанлиқтин, униң оқушиға төләйдиған ахчини дора-дәрмәккә сәрип қилишимизға тоғра кәлди. «Ониғанға — йониған» демәкчи, университет рәһбәрлиги биринчи семестрниң ахчисини вақтида төләлмигәнликтин, Расулни оқуштин чиқиримиз дәватиду. Икки оттурида сәрсан болуп, бешимиз қатти. Бармиған йеримиз, ачмиған ишигимиз қалмиди. Шуниң үчүн, қәдирлик қериндашлар, Расулға ярдәм қолини бериду дегән үмүттә гезит арқилиқ силәргә мураҗиәт қиливатимиз. Әгәр араңларда ярдәм қилиш истиги барлар болса, мәбләғни төвәндики һесап-чотқа әвәтишиңларни сораймиз.   KZT BІ: SABRKZKA БИН 060441002422 ДБАОСБЕРБАНК ИИН 980125300380 Номер текущего счета:  KZ13914002204 KZ01BBL Турганов Расул Турганович Алақә телефони: 8775-742-36-08  (аписи Асийәм Давутова)

1158 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы