- Йеңилиқлар
- 30 Қаңтар, 2012
Кәсипкә садақәтлик
Өмәрҗан бүгүн сүвә көтирилиши биләнла өйдин чиқти.
— Һава райи бузулуватиду, қелинирақ кийиниң, — деди аяли Гүлмира йолдишини узитип чиқип. — Хелә узақ йол маңисиз әмәсму.
У талаға чиққанда изғирин шамал йеғиватқан қарни бир чәткә учирип туратти. Өмәрҗан төмүр йол вокзалиға келип, меңиш алдида турған поездға йеқинлашти. Вагонға кирип олтарғандин кейин, сәл музлиған бәдини иссип, көңли хатирҗәм болди. «Алди билән Җамбул наһийәсиниң Отар станциясигә баримән, — дәп ойлиди у вагон деризисидин талаға көз ташлап. — У йәрдики ишлиримни түгәткәндин кейин, Алакөл наһийәсиниң Дружба станциясигә, андин Текели, Саяқ станциялиригә беришим керәк. Демәк, бу қетим командировкида хелә узақ жүрүп қалидиған охшаймән».
Алмута шәһири вә униң әтрапидики станцияләрдин җумһурийәтниң көплигән шәһәрлиригә вә башқа дөләтләргә һәр күни нурғунлиған поездлар меңип туриду. Поезд машинистлири билән башқиму төмүр йол ишчилириниң бесим көпчилиги Алмута шәһириниң әтрапидики жирақ-йеқин станцияләрдә туруп ишләйду. Бу станцияләрниң һәр биридә бирдин тиббий пунктлар бар. У йәрдә ишләйдиған алий вә оттура билимлик тиббий хадимлар әйнә шу төмүр йол ишчилири билән уларниң аилилириниң саламәтлигини күзитиду. Бу саламәтлик сақчилириниң өз вәзипилиригә қанчилик җавапкәрлик билән қараватқанлиғини назарәт қилип туруш Алмута төмүр йолчилар шипаханиси баш врачиниң орунбасари Өмәрҗан Махмутовқа жүкләнгән муһим вәзипиләрниң бири. Шуңлашқа Өмәрҗан җай-җайлардики тиббий пунктларниң иш-паалийитини көздин кәчүрүш мәхситидә пат-патла жирақ-йеқинға сәпәргә чиқип туриду.
Өмәрҗан бу қетим өзи реҗилигән станцияләрдики тиббий хадимлар билән учришип, сөһбәтлишиш җәриянида уларниң ишлирини асасий җәһәттин қанаәтлинәрлик, дәп баһалиди вә өзи ениқлиған бәзи камчилиқларни дәптәргә йезип қойди. Кәлгүсидә мундақ камчилиқларға йол қоюшқа болмайдиғанлиғини агаһландуруп, врачлар билән һәмшириләргә йол-йоруқларни берип қайтти.
Егиз бойлуқ, ғоллуқ кәлгән бу кишини кәсипдашлири бөләкчә һөрмәтләйдекән. Мән Өмәрҗан билән учришип, сөһбәтлишишни көптин бери көңлүмгә пүкүп жүргән едим. Йеқинда униң билән учришип, сөһбәтләштим. У мениң соаллиримға қисқила җавап бәрди. Тәрҗимә һалиму башқилардин анчила пәриқлинип кәтмәйду. Уйғур наһийәсиниң Кичик Ақсу йезисида туғулған. У хошна — Чоң Ақсу йезисидики оттура мәктәпни тамамлиғандин кейин, Шәмәй медицина институтида тәһсил көриду. Институтни тамамлиғандин кейин Талдиқорған шәһиридики ағриқханиға ишқа орунлишиду. Аридин бир аз вақит өткәндин кейин Бөрили Төбе наһийәлик ағриқханисида хирургия бөлүмини башқуриду. 1996-жилдин башлап Алмута төмүр йолчилар шипаханиси баш врачиниң орунбасари болуп ишләватиду.
Өмәрҗан Махмутов бу шипахана коллективи биләнму асанла тил тепишип, көпчиликниң көңлидин чиқишни билди вә кәсипдашлириниң алқишиға еришти. У бу йәрдә ишләватқан он бәш жилға йеқин вақит ичидә Алмута шәһәрлик вә Түрксиб һәм Жетису наһийәлик һакимийәт тәрипидин талай қетим маддий мукапатларни, Пәхрий ярлиқларни елишқа муйәссәр болди. У Қазақстан Җумһурийити саламәтликни сақлаш саһасиниң әлачиси.
— Бизниң шипаханида 18 врач, 20дин ошуқ һәмширә ишләйду, — дәйду Өмәрҗан сөһбәт ара. Пурсәттин пайдилинип, бемарларниң дәрдигә дава болуватқан шипаханимиздики ақ халатлиқ әвзәл җанларниң исимлирини алаһидә тилға алғум келиду. Атап ейтқанда, врачлардин Айҗарық Бисенов, Айнура Асқарбаева, Қумар Серикова, һәмшириләрдин Наталия Боченова, Рәйһан Өмәрова, Зулфия Мусабекова күндилик вәзипилиригә җавапкәрлик билән қарап кәлмәктә. Улардин бемарлар алаһидә миннәтдар.
Өмәрҗан аилидиму меһриван ата. Униң рәпиқиси Гүлмираму дохтур. У врач-терапевт. Әр-аял иккисиниң достлири арисидиму һөрмити үстүн. Қәлби изгүлүкләр билән жуғирилған улар кәң дәстиханлиқ. Замира вә Венера исимлиқ қизлири Оттура Азия университетиниң чәт әл тиллири факультетини тамамлап, һазир өзлири таллавалған мутәхәссислиги бойичә ишләватиду.
Биз әл һөрмитигә еришкән саламәтлик пасибани Өмәрҗан Махмутовниң ишида техиму чоң утуқларға йетишиға тиләкдашмиз.
Мәмтимин РОЗИБАЕВ.
Алмута шәһири.808 рет
көрсетілді0
пікір