• Хәйрихаһлиқ
  • 25 Желтоқсан, 2017

Яхшилиқ яшқа қаримайду

Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази»/ Мустәқилликниң 26-теңиму парлиди. Мәңгүлүк әл нәзәрийәсини алға сүргән Дөләт рәһбири Қазақстанниң келәчиги яшларниң қолида екәнлигини һәрқачан тилға алиду. Шүбһисизки, бүгүнки тәрәққиятимизда яшларниңму үлүши бар.Президентимиз өсүп келиватқан яш әвлатниң бемалал билим елип, хизмәт қилип, көклишигә йетәрлик шараит яритип бәрди. Мәхсити ениқ, қабилийәтлик яшларға йол ачти. Шуларниң бири ретидә җумһурийәтлик «zhasprojekt» яшлар корпусини риваҗландуруш лайиһисини атап ейтишқа болиду. Ушбу лайиһә 18 — 29 яш арилиғидики өз ғайисигә қарап интилидиған, мәхсити ениқ болсиму, җәмийәттин өз орнини тапалмай жүргән яшларни қоллап-қувәтләш үчүн қолға елинған. Әң муһими, бу лайиһә йолға қоюлғандин буян көплигән яшлар паалийәтчанлиқ көрситип келиватиду. Ушбу лайиһәдә Гүлфида Арзиева йетәкчилик қилған топниң түзгән реҗиси мунасип баһалинип, 1 миллион тәңгә грант утувалған еди. Әнди улар өз лайиһисигә лайиқ иш елип бармақта. Мәзкүр топ Г.Арзиева, Л.Турдиева һәм Д.Баратовадин тәркип тапқан, Ишбиләрмән қизлар өз лайиһисигә «Кенди бар вә қәндәләт фуршетлиқ стол» дәп нам қойған. Бу топ 5 айниң ичидә Қапчиғай шәһиригә берип, яшлар корпусини риваҗландуруш лайиһисиниң түлиги атилип, өмүрлүк маһийити жуқури тренингларни, иҗтимаий лайиһиләрни әмәлгә ашуруш усуллирини үгинип, тәҗрибә топлап қайтти. Бүгүнки күндә улар утувалған ахчисини йезидики имканийити чәкләнгән вә житим балиларға хәйрихаһлиқ ясашқа сәрип қилип, изгү бир ишниң дәвәтчиси болмақта. Топ йетәкчиси Гүлфида Арзиева уюштуруш ишлири билән мәшғул болса, Луиза Турдиева хираҗәтни һесаплаш ишлириға җавап беридекән. Дилнара Баратова қәндәләт мәһсулатлирини пишириш билән шуғуллинидекән. Буниңдики топниң асасий мәхсити – гөдәкләрниң көңлини тепип, мәйрәм һәм туғулған күнлирини ойдикидәк өткүзүшигә зәмин яритип бериштур. Әлвәттә, яхшилиқ қилиш үчүн пулла әмәс, нийәт таза болуши керәк. Мошундақ бир изгү ишни беҗирип келиватқан яшларниң әмгигидин хәвәрдар болуп, башқиларға үлгә қилип көрсәткүм кәлди. Хәлқимиздә «житимниң бешидин бир қетим сийписаң, Алладин миң совап алисән», дегән яхши ибарә бар әмәсму. *** 14-декабрь күни, Уйғур наһийәлик Мәдәнийәт өйидә Президентимиз Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалиси асасида «Ugaі productіon» иҗадий бирләшмисиниң «Жиғлимисун сәбиләр» намлиқ хәйрихаһлиқ концерти болуп өтти. Турмуш шараити төвән аилиләрдики гөдәкләргә ярдәм қолини сунуш мәхситидә уюштурулған мәзкүр концертқа кәлгән тамашибинлар залға лиқ толди. Дәсләп риясәтчиләр жиғилғанларни мәзкүр кәчниң мәхсити һәм меһманлири билән тонуштурди. Хәйрихаһлиқниң уютқиси болған «Ugaі productіon» иҗадий уюшмиси әзалириниң тәркивидә наһийәдин чиққан яш талант егиси Әсет Есжан һәм униң сәнъәт йолидики достлири Олжас Абай билән Ұшқын Жамалбек болуп, чоң сәһниләрдә тонулуп келиватқан жигитләр һүнәрлирини намайиш қилди. Кәчтә мавзуға мувапиқ көрситилгән видеороликлар һәм саз-нахшилар тамашибинларда чоңқур тәсират қалдурди. Жигитләрниң иҗрасидики «Дүр қамшы», «Ауылымды сағындым», «Қайда сенің ауылың» вә «Әке-ана» намлиқ нахшилар туғулған йәргә болған муһәббәтни техиму күчәйтти десәк, мубалиғә болмас. Болупму, «Жиғлимисун сәбиләр» нахшиси иҗра қилинғанда, тамашибинлар көзлиригә яш елип, алқиш-садалирини айимиди. Концертлиқ программа тамамланғандин кейин, наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов (сүрәттә) вә наһийәлик «Ұрпақ парызы» җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Жәнет Керимқұлов талантлиқ жигитләргә миннәтдарлиқ билдүрүп, уларға иҗадий утуқ тилиди.

1026 рет

көрсетілді

8

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы