- Кичик вә оттура тиҗарәт
- 18 Қаңтар, 2018
Аватни аватлаштуруватқан Ғәйрәт

Улуқ Ипәк йоли бойидики Ават йезисиниң тарихи әшу көч-көчләр дәвридин башлиниду. Или тәвәсидин көчүп чиққан әҗдатлиримиз чөл-баявандики қақаслиқларни маканлап, су чиқирип, бағу-бостанлиқларни бәрпа қилғанлиғи көпчиликкә яхши мәлум. Йәнә бир ейтмасқа болмайдиған гәп, коллективлаштуруш жиллири бу тәвәгә дөләт вә җәмийәт әрбаби Абдулла Розибақиевниң қәдәм тәшрип қилғанлиғи вә шу улуқ намайәндиниң пикир-тәкливи билән бу жутниң «Ават» дәп аталғанлиғини мөтивәрләрдин талай қетим аңлиған едим. Бу йеза Калинин намидики колхозниң бригадиси болған жиллириму аватлиқлар әмгәкчанлиғи билән алаһидә пәриқләнди. Колхоз, совхозлар тарқиғандиму улар тенәп- тәнтиригини йоқ. Колхоздин пай һесавиға өлчүк йәр елип, деханчилиқ билән шуғулланди. Һазир бу жутта йүздин ошуқ шәхсий дехан егилиги бар. Улар қутлуқ кәтминини ташлимай, ата кәспигә садақитини йоқатмай, әҗдатлар ишиға варислиқ қиливатиду.
Йезида буниңдин үч жил бурун икки йеңи заманивий бена: мәктәп вә фельдшерлиқ-акушерлиқ пункт селинип, пайдилинишқа берилгән еди. Өткән жили болса, йезидики тиҗарәтчи жигитләрниң һамийлиғида йеңи мечитму өз ишигини ачти. Йеқинда ишқа қошулған «Ниагара» рестораниму аватлиқларниң хошаллиғиға хошаллиқ қошти.
Ғәйрәтҗан Һашировниң мәблиғи билән қәд көтәргән икки қәвәтлик ресторан сиртқи көрүнүши биләнла әмәс, бәлки Улуқ Ипәк йолиниң бойиға селинғанлиғи биләнму һәркимниң диққәт-етиварини җәлип қиливатиду. Шәхсән өзәм Ипәк йоли арқилиқ ХХҖға вә у әлдин бизгә, һәр күни «Қорғас» хәлиқара сода-сетиқ мәркизигә келип-кетиватқан йүзлигән туристларниң тохтап, униң ички вә сиртқи көрүнүшигә һәвәс қиливатқанлиғиниң гувачиси болдум. Ресторанниң ичи заманивий қурулуш материаллири билән Шәриқ үлгисидә ясалған. Униң иккинчи қәвитидә меһманхана орунлашқан.
Ғәйрәтҗан Һашировниң йеңи рестораниниң ишқа қошулуши мәрасимида дәсләп молут оқутулуп, дуниядин өткән әҗдатлири роһиға дуа- тәгбир тилавәт қилғандин кейин Пәнҗим йеза округиниң һакими Ербол Сқақов, наһийәниң Пәхрий гражданлири Әғзәм Мәрүпов, Ризайдин Әйсаев, Ғәйрәтҗанниң устази Асийәм Тохтаева, жигитбеши Рәхмитуллам Савутов вә башқилар сөзгә чиқип, униң ишиға муваппәқийәтләр тилиди. Жутдашлири тәдбирчанлиғиға сахавәтлиги ярашқан Ғәйрәтҗанниң узун жиллардин бери деханчилиқ, бағвәнчилик саһасида ишләп, қол йәткүзүватқан утуқлирини тилға алди.
Мәнму өз новитидә тәкитлигүм келидуки, тәдбирчан жутдаш иним, әсли кәспи бойичә муәллим болсиму, деханчилиқ вә бағвәнчилик билән шуғуллинип, ишини йолға қойған тинимсиз, әмгәксөйгүч инсан. У 200 гектардин ошуқ мәйданға көмүқонақ билән бедә өстүрүп, 15 гектар йәргә алма-өрүк, шаптула тикип, пәрвиш қиливатиду. Ейтмақчи, ахирқи жиллири Ғәйрәтҗан экологиялик җәһәттин таза алма, шаптулидин рекордлуқ һосул яратти. Нәтиҗидә наһийә базарлирида содиси яхши болуп, чоң-чоң шәһәрләрдинму херидарлар келип, дүң сетивелишқа башлиди. Чүнки у алма өстүрүштә америкилиқ мутәхәссисләрниң йеңи технологиясини үгинип, уни өз жутида оңушлуқ пайдилинишни билди. Алмиларни мәхсус 60 тоннилиқ қойма ясап сақлаватиду. Жутдашлар жилниң төрт пәслидә алма издәп аварә болмайду.
Йеқинда әттәйләп Ғәйрәтҗанни өйигә издәп бардим. Уни алмилиқ баққа кәткәнлигини уқтум. “Қишлиғи бағда немә қилидиғанду?”, дәп ойлидим ичимдә вә униң беғиға қарап йол туттум. Ғәйрәтҗан алма-өрүкләрни көздин кәчүрүветипту. Йенида бағвәнләрму бар. Йеғиватқан қарға қаримай, улар өзара қизғин сөһбәткә чүшүп кетипту.
— Алмини нәқ қишниң соғ күнлири путаймиз, — деди Ғәйрәтҗан мениң соалимни күтмәйла. — Андин оғут төкүмиз. Һәрбир көчәт пәрвишкә муһтаҗ.
Мән алмилиқ баққа қарап зоқландим. Рәт-рети билән чирайлиқ тикилгән бу бағда тирикчилик башланғандәк билинди, маңа. Мениң билән тәңла ишчиларму етизлиққа оғут төкүш ишлирини башлашқа техникиларниң тәйяр екәнлигини хәвәрдар қилиш үчүн кәлгән екән. Улар ишқа киришти. Мана 50тин ошуқ адәмни иш билән тәминләватқан Ғәйрәтҗан бу қетим ресторандинму жутдашлириға «иш тепип» бәрди. Билишимчә, ишсиз бош жүргән аватлиқ қиз-жигитләр йоқниң орнида. Әнди униң дехан, бағвән, шофер, тракторист, комбайнер, сучилириниң қатариға ашпәз, официант, қәндәләтчи вә шуниңға охшаш башқиму кәсип егилири келип қошулди.
Ғәйрәтҗанниң хәйрихаһлиқ паалийити һәққидиму тәкитләп өткүм бар. У округта өтүватқан чарә-тәдбирләргә һамийлиқ қилиштин ялиққан әмәс. «Мәктәпкә йол» акциясидә оқуғучиларниң, Роза вә Қурван һейтлирида жут чоңлириниң һалидин хәвәр алидиған, қисқиси, жиқилғанни йөләйдиған йәнә шу Ғәйрәтҗан екәнлигини аватлиқлар яхши билиду. Шуңа йеқинда униң 50 яшлиқ тәвәллудида жутдашлири билән кәсипдашлири, дост-яранлири Ават жутини аватлаштуруватқан, тәдбирчанлиғиға сахавәтлиги ярашқан жут оғлиниға йәнә бир қетим иллиқ тиләкләр ейтип, иш-паалийитигә утуқлар тилиди. Мәнму шу тиләкләргә қошулмақчимән.
Адилҗан ҒОҖӘМБӘРДИЕВ, Пәнҗим йезисиниң баш жигитбеши.
СҮРӘТЛӘРДӘ:1. Ресторанниң сиртқи көрүнүши. 2. Тиҗарәтчи Ғ.Һаширов.

12511 рет
көрсетілді18
пікір
ПІКІР ҚАЛДЫРУ
Сіздің электронды пошта жарияланбайды. Қатарды міндетті түрде толтырыңыз *
OogXY
29 Сәуір, 2021Medicine information. Generic Name. where to buy cheap lyrica for sale in USA Some what you want to know about drug. Read information here.
Janiceaposy
30 Сәуір, 2021buying cialis cheap tadalafil 20 mg cialis logo
TiffanyMague
02 Мамыр, 2021difference between cialis and viagra tadalafil dapoxetine cialis dosage reddit
StellaLap
04 Мамыр, 2021how to write an internship essay essay question for college what to write a compare and contrast essay on
Rebeccabuh
06 Мамыр, 2021medical school essay writing service\ best online essay writing service what to write a narrative essay about
FrancesChurn
07 Мамыр, 2021women taking viagra viagra pill for men viagra memes
MartinaCam
07 Мамыр, 2021viagra canadian pharmacy ezzz buy viagra where to buy female viagra
HyeRO
12 Мамыр, 2021full stack developer resume best resume sites resume scanner
MyvKC
13 Мамыр, 2021medical assistant cover letter military to civilian resume best skills for resume
ZibUL
14 Мамыр, 2021sildenafil 50mg https://www.edviagramaster.net/ viagra for men
HyzLL
15 Мамыр, 2021canadian pharmacy sildenafil sildenafil troche viagra generic cost
XicWH
16 Мамыр, 2021cialis free 30 day trial cialis precio cialis 20 mg price
LmvCM
17 Мамыр, 2021how long before sex should you take cialis cialis viagra cialis 20 milligram
LhvSB
18 Мамыр, 2021Drugs information sheet. Long-Term Effects. cheap zantac without insurance in USA Best trends of medicament. Get here.
TmaDJ
21 Мамыр, 2021база предприятий россии excel скачать торрент бесплатно
YfhAU
19 Шілде, 2021cost cheap trazodone online
kwdgzcxl
10 Наурыз, 2022-- [url=http://www.gze70h530tf77hq9gm324gqw1gdv1775s.org/]ukwdgzcxl[/url] kwdgzcxl http://www.gze70h530tf77hq9gm324gqw1gdv1775s.org/ akwdgzcxl
hielm
28 Наурыз, 2022volunteering and community service essay buy cheap essay why i do dental community service volunteer work essay