• Дин вә җәмийәт
  • 01 Наурыз, 2018

Уйғур җамаәтчилиги вәкиллири билән учрашти

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази»/ Йеқинда Алмута шәһиридә Қазақстан Мусулманлири диний Башқармисиниң рәһбири, Баш муфти Серикбай һаҗи Ораз уйғур җамаәтчилигиниң бир топ вәкиллири – “Санаәтчиләр, тиҗарәтчиләр вә йеза егилиги хадимлири” җумһурийәтлик ассоциацияси вә “БеНТ” акционерлиқ җәмийитиниң президенти, тонулған меценат Дилмурат Кузиев, «Мир» нәшриятлар өйиниң мудири Әлишер Хәлилов вә тарихчи Абдуллам Самсақов (сүрәттә) билән учрашти. Учришиш давамида елимиздики диний мәсилиләр тоғрилиқ әтраплиқ сөз болди. «Қазақстанда йүздин ошуқ милләт вәкиллири өзара иҗил-инақ миллий разимәнликтә һаят кәчүрүватиду. Мошу арқилиқ динимиз билән роһий байлиқлиримизға өз һәссимизни қошуп келиватимиз. Бу дегән — зор байлиқ. Мәлумки, дин — барлиқ адәмзатниң дуния тонушини бейитип, уларниң өмүр сүрүшигә төһписини қошидиған қудрәтлик күч. Шуңлашқа биз бу күчни адәмләр арисидики достлуқ билән мәмликитимизниң тәрәққиятиға ишлитишимиз лазим. Бу йөнилиштә силәрниң динимизниң өсүп-риваҗлинишиға қошуватқан һәссәңлар үчүн миннәтдарлиғимни билдүримән», деди Баш муфти. Өз новитидә, учришиш қатнашқучилиридин Дилмурат Кузиев Баш муфти Серикбай һаҗи Оразни йеңи лавазими билән тәбриклигәч, уйғур тилида дәсләпки қетим йоруқ көридиған Қуръан тәпсириси билән тонуштурди. Андин Дилмурат Пирмәһәмәт оғли бүгүнгә қәдәр Диний башқарминиң қоллап-қувәтлиши билән уйғур тилида көплигән диний китаплар нәшир қилинған болсиму, Қуръан тәпсири биринчи қетим йоруқ көрүватқанлиғини ейтип, униң аддий хәлиққә чүшинишлик болуп, өз мәнасидин чәтнимәслигиниң муһим екәнлигини, шуңлашқа униң Диний башқарма тәрипидин тәһлил қилиниши керәклигини алаһидә қәйт қилди. Учришиш ахирида Баш муфти Серикбай һаҗи Ораз меһманларға қазақ даласиға Ислам дининиң келишидин тартип, бүгүнгичә болған тарихини өз ичигә алған «Ұлы дала темірқазығы» намлиқ китапни соға қилди.

126297 рет

көрсетілді

52855

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы