• Йеңилиқлар
  • 09 Қаңтар, 2012

Жирақтики истиқбал — бүгүнки әмәлият

Өткән жилни наһийәмиз үчүн утуқлуқ болди дейишкә толуқ асас бар. Чүнки барлиқ саһалар бойичә сезиләрлик дәриҗидә илгириләшләр қолға кәлтүрүлди. Аһалиниң ихтисадий вә иҗтимаий әһвали жил санап яхшиланмақта. Течлиқ вә бәрпакарлиқта өткән 20 жил мабайнида жүргүзүлгән ислаһатлар һазир мевисини бериватиду. Дөләтлик әһмийәткә егә жирик лайиһиләр бойичә селиниватқан «Жетиген-Қорғас» төмүр йол қурулуши аяқлишип қалди. «Казросбройлер» қуш фабрикиси пайдилинишқа берилгәндин етиварән, йәрлик бюджетқа чүшидиған кирим өсти. Әң муһими, көплигән иш орунлири вуҗутқа кәлтүрүлди. Әнди пат-йеқинда «Ғәрбий Европа — Ғәрбий Хитай» транзитлиқ йол қурулуши вә наһийә аһалисини тәбиий газ билән тәминләш лайиһилири бойичә чоң ишлар башланмақчи. Наһийәгә тәбиий газ тармиғи келидекән, дегән күндин башлап наһийә һакими Көйүмчан Өмәров бу ишқа чоң қизиқиш билән киришти. Ихтисадимиз үчүн берәри мол бу қәдәмгә аләмчә үмүтләр артқан наһийә һакими йолбашчилиғида йәр таллаш вә аҗритиш, һөҗҗәтләрни тәйярлаш вә рәсмийләштүрүш ишлириниң җиддий назарәткә елинғанлиғини тәкитләп өтүш орунлуқ. Бийил Уйғур наһийәсиниң йеза-мәһәллилирини тәбиий газ билән тәминләш бойичә кәң көләмлик ишлар башлиниш алдида туриду. Бу ишниң «бисмиллиси» Мустәқиллик мәрикиси һарписида наһийә рәһбәрлиги, мөтивәрләр вә зиялилар «Азия Газ NG» ширкити рәһбәрлириниң қатнишиши билән Чарин йезилиқ округиға қарашлиқ Сарчиған участкиси арқилиқ тартилған «Қазақстан — Хитай» газ тармиғи магистралиға «Чарин» автоматлаштурулған газ тәхсим қилиш станциясиниң һулини қуруштин башланған еди. Әслидә бу иш һөкүмәтниң «2007 — 2015-жиллири Алмута вилайитини комплекслиқ газификацияләш» регионаллиқ программисиға бенаән қолға елинған болуп, вилайәтниң аһалилиқ пунктлирини тәбиий газ билән тәминләш йөнилишидә паалийәт елип бериватқан «Азия Газ NG» ширкити мәзкүр лайиһини, һөкүмәт билән һәмшериклик усули асасида, өз хираҗиити һесавиға әмәлгә ашуридиған болиду. Лайиһә бойичә газ тармақлирини тартиш ишлириниң аяқлишиш қәрәли 8 жил болуп, лайиһә баһаси, 6 миллиард тәңгә мәбләғни тәшкил қилиду. Мошу йәрдә бу иш «Немишкә хошна наһийәләрдә әмәс, бизниң наһийәдә қолға елинди» дегән орунлуқ соалниң туғулуши тәбиий. Гәрчә, вилайәтни газ билән тәминләш планиға қарисақ, пәқәт Хәшкиләң наһийәсидә вә қисмән Талғир наһийәсидә газ тармақлири тартилип, аһалини тәбиий газ билән тәминләш ишлири һели жүргүзүлүватиду. Қазақстан Җумһурийити Статистика агентлиғиниң мәлуматлириға асаслансақ, елимизниң башқа вилайәтлиригә нисбәтән Алмута вилайити әң төвән көрсәткүч — бари-йоқи 128 миллион кубометр миқдар әтрапида тәбиий газдин пайдилинидекән. Бу бошлуқни толтуруш үчүн бүгүнки күндә моҗут мүмкинчиликләрдин пайдиланмаслиқ — җинайәт билән баравәр болған болар еди. Әнди шу мүмкинчиликләргә тохталсақ, Ғәрбий Қазақстан вилайитигә қарашлиқ Ақөлкә вә Қизилөй канлиридин пәқәт «Қазақстан — Хитай» газ тармиғи магистрали бойичә ейиға 35 миллион кубометр тәбиий газ наһийә территорияси арқилиқ өтиду. Қурулуш ишлири, лайиһидә қараштурулғандәк, икки басқучта елип берилиду. Биринчи басқучта «Чарин» автоматлаштурулған газ тәхсим қилиш станцияси пайдилинишқа берилгәндин кейин у арқилиқ Чарин, Таштиқарису, Ширин, Баһар вә Чонҗа йезилириға газ тармиғи тартилиду. Чонҗа йезисиға газ рәтләш пункти селинип, униңдин газ тармиғи «Казросбройлер» қуш фабрикисиға тартилиду. Ейтмақчи, Чонҗа газ рәтләш пунктидин қуш фабрикисиғичә болған арилиққа тармақ тартиш ишлири «Казросбройлер» ширкитиниң һесавиға жүргүзүлидиған болиду. Бу ишлар утуқлуқ аяқлашса, наһийәниң 3,5 миң аилиси газ билән тәминлиниду. Иккинчи басқучта тағ етәклиригә җайлашқан йезиларға «көк йеқилғу» бериш қараштурулған. Лайиһә түзүлгәндә, наһийәниң йеңи аһалилиқ пунктлириниму газ билән тәминләш мәсилиси әскә елинған. Умумән, кәлгүсидә наһийә аһалиси тәбиий газ билән толуқ тәминлинидиған болиду. Газ тармақлирини тартиш җәриянида йеңи инновациялик усулда ишләнгән полиэтилен трубилар пайдилиниду. Шундақла, турушлуқ өйләрдә сәрип қилинған йеқилғу миқдарини өлчәш әсваплири, шәхсий редукторлуқ шкафлар қатарлиқ җабдуқлар заманивий технологияниң мәһсулатлиридур. Мошу вә тәбиий газдин пайдилиниш җәриянида моҗут болидиған башқиму мәсилиләрни һәл қилиш вә назарәткә елиш мәхситидә наһийәмиздә «Азия Газ NG» ширкитиниң шөбиси ечилип, униңға тәҗрибилик рәһбәр, мошу саһада 20 жилдин көп вақит ишләп келиватқан Сәйдәхмәт Қасимов вакаләтлик қилидиған болди. Мәсилиниң йәнә бир қири — тәбиий газниң баһаси. Тартилған тармақтин турушлуқ өйгә киргүзүш 150 — 180 миң тәңгә әтрапида болиду. Әнди айлиқ төләмгә кәлсәк, һазир шәртлик 1000 кубометр йеқилғу баһаси — 24,300 тәңгә. Тәхминләргә қарисақ, кәлгүсидә у 31,100 тәңгигә көтирилиши мүмкин. Бир исситиш мәвсүмидә бир аилә оттура һесапта 2,4 миң кубометр йеқилғу сәрип қилса, хуласә чиқириш тәс болмиса керәк. Лайиһә түзүлгәндә диққәт мәркизидә болған йәнә бир муһим мәсилә — бу йеқилғудин әтрап муһитқа бөлүнүп чиқидиған зиянлиқ маддилар. Мутәхәссисләрниң ейтишичә, газ тармақлирини тартиш пәйтидә болсун, йеқилғудин пайдилиниш пәйтидә болсун, әтрап муһитқа кәлтүрүлидиған зиян пайизи йеқилғуниң башқа түрлиригә нисбәтән төвән болидекән. Һәтта йеқилғу қалдуқлирини рәтләш мәсилиси бойичә бир қатар иш-чариләр қараштурулған. Бүгүнки күндә Чонҗа йезисида ширкәт еһтияҗи үчүн зөрүр болған беналар қурулуши аяқлишиш алдида туриду. «Азия Газ NG» ширкити шөбисиниң мурәккәп қурулуш бөлүминиң мутәхәссиси Мәрипҗан Избақиевниң ейтишичә, идарә, ятақхана, новәтчи ишчи-хадимларниң бөлмилири, амбар вә газдин пайдилиниш җабдуқ васитилири сетилидиған дуканниң қурулуш ишлири қизғин кетип бариду. Иштик сүръәт билән атқурулуватқан бу ишларниң наһийәмизгә берәри мол. Биз, Йеңи жилни әшундақ йеңилиқлар билән қарши алдуқ. Ишәнчимиз камилки, Белиқ жилиму қолимиз қуруқ болмайду. Утуқлардин роһлинип, дәвир тәләплири жүклигән вәзипиләр һөддисидин шәрәплик чиқайли дегүм келиду. Пурсәттин пайдилинип, барчә жутдашларни Йеңи жил мәрикиси билән сәмимий тәбрикләп, бәхит, хатирҗәмлик вә паравәнлик тиләймән.

Шөһрәт Нурахунов,

Уйғур наһийәси һакиминиң орунбасари.

 

951 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы