• Йеңилиқлар
  • 30 Қаңтар, 2012

Парламент фракциялири тәшкил қилинди

Парламент Мәҗлисиниң Регламентиға мувапиқ палата депутатлири сәясий партияләр фракциялири сүпитидә депутатлар бирләшмисини қуруш һоқуқиға егә. Әйнә шуниңға бағлиқ «Нур Отан» Хәлиқ-демократик партиясидин, «Ақ жол» Қазақстан Демократик партиясидин, Қазақстан Коммунистик хәлиқ партиясидин Парламентқа сайланған депутатлар Палата бюросиға Мәҗлистә уларниң фракциялирини ройхәткә елиш тоғрилиқ әризә билән мураҗиәт қилди. Уни Бюро әзалири бир еғиздин мақуллиди. Барлиқ үч фракцияниң рәһбәрлириму Мәҗлис Бюросиниң тәркивигә киргүзүлди. Шундақ қилип, «Нур Отан» партияси фракциясиниң рәиси болуп Нурлан Ниғматулин, «Ақ жол» партияси фракциясиниң рәиси болуп Азат Перуашев вә Қазақстан Коммунистик хәлиқ партияси фракциясиниң рәиси болуп Владислав Косарев сайланди.  

764 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы