• Хәйрихаһлиқ
  • 07 Маусым, 2018

Балиларға базарлиқ

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Өткән һәптидә Алмута шәһиридики «ZOR-ZOR» кафесида «Шәмшиқәмәр Абдурахманованиң нотариаллиқ идарисиниң» уюштуруши вә «ҮМІТ» меһир-шәпқәтлик активистлар бирләшмисиниң, Қазақстан Уйғур Яшлири Бирлигиниң қоллап-қувәтлиши билән 1-июнь – Хәлиқара балиларни һимайә қилиш күнигә беғишланған мәрасим болуп өтти.Бу улуқ ай, улуқ күнләрдә туғулушидин нака-житимларниң бешини сийпап, уларға мәйрәм өткүзүп беришни өзлириниң борчи һесаплиған көплигән сахавәтлик инсанлар 87 бала билән уларниң ата-анилириға дәстихан яйди. Һаятида хошаллиқ күнләр бәк аз һәм мошундақ көңүллүк күнләрни тәшналиқ билән күтидиған балиларни алаһидә тәклип қилинған аммибап мультфильмлар қәһриманлири пуғани қанғичә күлдүрсә, қиливатқан ишини миннәт қилмайдиған пидаий ака-һәдилири қолини көксигә қоюп, хизмитини қилди. Дәсләп «БеНТ» акционерлиқ җәмийитиниң президенти Дилмурат Кузиевниң намидин һәрбир балиға 50 000 тәңгә селинған конвертлар тарқитилди. Андин балилар һәрхил таамлар билән мевә-чевиләргә толған дәстихандин дәм тартқандин кейин, өзлириниң образлириға киргән «Пират», «Человек паук» вә «Скудибулар» һәрбир бала билән ойнап, рәсимгә чүшти. Хошаллиғи қин-қиниға патмиған гөдәкләр болса, уларниң һәрбир һәрикитини қолидин кәлгичә қайтилап, күлкә дәриясиға чөмгәндә, буни көргән һәрқандақ киши уларниң дайим мошундақ күлүмсирәп жүрүшини истигәнлиги талашсиз. Дәрһәқиқәт, наканиң һаяти өз алдиға. Әнди уни асраватқан, йәни башқиларға тамамән охшимайдиған ағриқ пәрзәндини беқиватқан ата-аниниң өмрини тәсәввур қилишниң өзи қандақ еғир десиңизчу? Бүгүн әйнә шу тәғдирниң тәқәзаси билән нака яки житим аталғанлар үчүн мәйрәм болуватиду... Улуқ Рамзан ейида бу балиларға ушбу мәйрәмни уюштурғанлар исим-нәсиблирини аташни унчивала халап кәтмиди. Амма шәхсән өзимиз гува болған көпчиликниң разилиғини алған инсанларға, болупму һәрбир бала һәрбир аниниң һалини сорап, бәҗанидил хизмәт қилип жүргән яшларға апирин ейтмай мүмкин әмәс. Мәсилән, «пәқәт гражданлиқ борчум» дәпла ат чепиватқан жигит-қизларни көрүп, яшлиримизда бирәвниң һалиға йетиш, көйүнүш охшаш хисләтләрниң һелиму бар екәнлиги һәммимизни хошал қилди. Замира Һәмраева йетәкчилигидики «ҮМІТ» меһир-шәпқәтлик активистлар бирләшмисиниң әзалиридинму көпчилик қайил болушти. Әнди балиларни музшекәр билән тәминлигән «Coppa Іtalіa» ширкитигә, шәхсән Әркин Әхмәтовқа, мәйрәмниң отидин кирип, сүйидин чиққан «Царская сила», Love Studіo «Sabіna», «Apple cіty», «30 оғул, 9 қиз» пидаийлар топлириға һәм һәртәрәплимә маддий вә мәнивий җәһәттин қоллап-қувәтлигән KFC Kazakstan, «SYDNEY SHOW», «MAXІ ЧАЙ» ширкәтлиригә, «АМИР» фондиға уюштурғучилар билән меһманларниң ейтар миннәтдарлиғи чәксиз. Ахирида һәмминиң көңлидин чиққан мәйрәмниң тәшәббускари вә баш һамийлириниң бири Шәмшиқәмәр Абдурахманова, Абдулла Абдурахманов вә Замира Һәмраева балиларни мәйрими билән тәбрикләп, уларға мустәһкәм саламәтлик тилиди вә шундақла мәзкүр чарә-тәдбирдә паалийәтчанлиқ көрсәткән бир топ яшларға Пәхрий ярлиқларни тапшурди.

1059 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы