• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 31 Тамыз, 2012

Түркий тиллиқ яшлар баш қошти

Өткән һәптидә Алмута шәһиридики Достлуқ өйидә Қазақстан Җумһурийити Мәдәнийәт вә әхбарат министрлиги, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң қоллап-қувәтлиши вә «Ахыска» Түрк этномәдәнийәт мәркизи йенидики яшлар кеңишиниң уюштуруши билән «XXІ әсир түркий тиллиқ хәлиқләр яшлири: «Теги бир — мәхсити бир» мавзусида хәлиқара конференция болуп өтти. Конференция җәриянида униң қатнашчилири түркий хәлиқләрниң мәдәнийитини, сәнъитини, урпи-адитини сақлашни, түркий тиллиқ яшлиримизниң бир-биригә болған достлуқ риштилирини күчәйтишни, түрлүк саһалар бойичә тәҗрибә алмаштурушни вә бүгүнки күндә яшлар арисида пәйда болуватқан актуал проблемиларниң йешилиш йоллирини тепишни һәм яшларниң бүгүнки күндә елип бериватқан паалийитини хәлиқара дәриҗигә чиқиришни көздә тутқан Түркий тиллиқ яшлар иттипақини (ТТЯИ) қурушниң муһимлиғини алаһидә қәйт қилди. Конференциягә «Қазақстан уйғур яшлири бирлиги» җумһурийәтлик җәмийәтлик бирләшмиси, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Қазақстан уйғур яшлири ассоциацияси вә «Бирлик» җәмийәтлик фонди йенидики Яшлар кеңишиниң әзалири қатнашти. Қазақстан Уйғур яшлири ассоциациясиниң рәиси Бәхтияр Исмайилов яшлар тәрипидин әмәлгә ашурулуватқан ишларға тохтилип, Түркий тиллиқ яшлар иттипақини қуруш үчүн әмәлий иш-чариләрни елип беришниң зөрүрлүгини ейтти. Шуниңдин кейин мошу қурларниң муәллипи доклад билән сөзгә чиқип, қурулмақчи болуватқан Иттипақниң Түркий тиллиқ яшларниң өз ара әхбарат, тәҗрибә алмаштурушта, яшлар бирләшмилириниң паалийитини рәғбәтләндүрүштә вә уйғунлаштурушта, мәдәний мунасивәтләрни техиму мустәһкәмләштә зор әһмийәткә егә екәнлигини тәкитлиди. Конференция ахирида «Этнос-Форум» җәмийәтлик фондиниң мудири Ғәбит Нурәдил җумһурийәтлик Таҗик этномәдәнийәт мәркизи йенидики яшлар кеңишиниң рәиси Юсуф Узбековқа, җумһурийәтлик Татар этномәдәнийәт мәркизи яшлар кеңишиниң рәиси Ринат Аюповқа, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Қазақстан уйғур яшлири ассоциациясиниң рәиси Бәхтияр Исмайиловқа, «Бирлик» җәмийәтлик фонди яшлар кеңишиниң рәиси Гөзәл Азнибақиеваға вә мәзкүр қурларниң муәллипигә мәнивий бирлик, хәлиқләр иттипақи, милләтләр ара разимәнлик идеялириниң қелиплишиши билән тарқилишиға қошқан үлүши үчүн тәшәккүрнамиларни тапшурди. Конференциягә Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң орунбасари Зиядин Касанов, Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати Ахмет Мурадов қатнишип, сөз болуватқан айрим мәсилиләргә мунасивәтлик ой-пикирлирини изһар қилди.

Малинәм АВАЛОВА,

Қазақстан Уйғур яшлири бирлигиниң бөлүм башлиғи.

   

1108 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы