• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 25 Шілде, 2018

«Җананниң» мәрикиси

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Гезитимизниң өткән санида җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенида паалийәт елип бериватқан «Җанан» хәйрихаһлиқ фонди һәққидә мақалә елан қилинған еди. Дүшәнбә күни әйнә шу фонд қурулғанлиғиниң онжиллиқ тәвәллудини Алмута шәһиридики «Император» ресторанида дағдуғилиқ нишанлап өтти. Мошу күнгә қәдәр миллий маарипимиз, әдәбиятимиз вә мәдәнийитимизниң риваҗлинишиға қол учини сунуп, имканийити төвән аилиләргә маддий ярдәм көрситип келиватқан фонд өзиниң бу сәнәсини нишанлаш үчүн кәң җамаәтчилик вәкиллириниң бешини қошти. Бу хәйрихаһлиқ паалийити билән тонулған Мизангүл Авамисимова рәһбәрлигидики фонд әзалириниң, уларниң ким болушидин қәтъий нәзәр, хәлиқниң ғемида жүргәнлигидин далаләт бәрсә керәк. Рәһбиридин тартип, әзалириниң һәммисила бирхил чирайлиқ көйнәкләрни кийип, қәдәм тәшрип қилған меһманларни қоллирини көксигә қоюп күтүвалди. Әнди уларниң хошалиғини тәң бөлүшүшкә вақит тепип, Астанадин йетип кәлгән Қазақстан Парламенти Мәҗлисиниң депутати, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзаси, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов мәзкүр фонд әзалириниң батуранә һәм халисанә атқуруватқан ишлирини тилға алғанда, гүлдүрлигән алқишлар хелиғичә бесилмиди. Мәрасим давамида Алмута шәһири вә Алмута вилайитиниң Панфилов, Уйғур вә Әмгәкчиқазақ наһийәлиридин қәдәм тәшрип қилған шәхсләрму новәт билән тәбрик сөзгә чиқип, тәвәллуд егилири намиға жүрәк қетидики сөзлирини изһар қилди һәм уларниң һал-оқити төвән, ярдәмгә муһтаҗ инсанлар тоғрилиқ хәвәр тапсила, дәрһал уларға ярдәм қолини сунидиғанлиғини алаһидә тәкитлиди вә қәлби дәрия аниларға атиған соғилирини тапшурди. Соға демәкчи, фонд әзалири һәрбир тәшкилат тәрипидин Пәхрий ярлиқ билән мукапатланди. Уларниң арисида Парпийәм Йолдашева ҖУЭМ тәсис қилған «Сахавәт» медали билән тәғдирләнсә, әнди фонд рәһбири Мизангүл Авамисимова билән Меһрибанум Сабитова Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң «Милләт пәхри» медалиға муйәссәр болди. Шундақла «Бейбітшілік әлемі» қазақ иҗадий бирләшмисиниң президенти Әбен Нурманов Раһиләм Һосмановаға медаль тапшурди. Мәрасимниң иккинчи қисмида ушбу фондниң беваситә һамийлиғида нәшир қилинған вә дәл мошу күни «бир яшлиқ» тәвәллудини нишанлаватқан «Варис» әдәбий-иҗадий бирләшмиси әзалириниң иҗадийити түпләнгән «Арзу булақлири» топлимини тонуштуруш мәрасими өтти. Униң рәмзлик лентисини депутат Шаһимәрдан Нурумов, язғучи-драматург Әхмәтҗан Һаширий вә язғучи-шаирлардин Абдуғопур Қутлуқов, Илахун Җәлилов вә Тельман Нурахуновлар қийди. Бу күни меһманлар «Тарим» ансамбли, тонулған нахшичилар Толунай Әйсарова, Җөһәргүл Сасиқова вә Артур Илахуновниң нахшилиридин бәһриман болди вә «Долана», «Фиеста», «Ататүрк» вә «Наргиза» уссул ансамбльлириниң әвришим уссуллирини тамашә қилди. СҮРӘТЛӘРДӘ: мәйрәмлик мәрасимдин көрүнүшләр.

1185 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы