• Йеза нәпәси
  • 02 Тамыз, 2018

«Ғалҗатниң сән бағлирида болғанму...»

Сабирәм Әнвәрова «Уйғур авази» Уйғур наһийәсидики Кәтмән тағлириниң етигидә, худди поезд вагонлиридәк, қатар тизилған йезилар Ғалҗаттин башлиниду.Тарихқа бир нәзәр Ғалҗатниң 200 жилдин артуқ тарихқа егә екәнлиги мәлум. Архивтин елинған дерәкләргә асаслансақ, бу йезидики дәсләпки мәктәп 1910-жили ечилған екән. Йәни, шаир-язғучи Нәзәрғоҗа Абдусемәтовниң Қазан шәһиридә чиқидиған «Шора» журналиниң 23-санида йоруқ көргән «Ғалҗат йезисиниң ғәм-қайғудин кейинки хошалллиғи» намлиқ мақалисида 1910-жили ечилған мәктәп һәққидә тәпсилий йезилған екән. (Бу мақалә Н.Абдусемәтовниң 1991-жили Алмутида «Жазушы» басмиханисида нәширдин чиққан «Йоруқ сехиллар» намлиқ китавида бесилған). 1881-1883-жиллири Кәтмән болуслиғи қурилиду. Мәзкүр болуслуқ 17 йезидин тәркип тапқан болуп, униң тәркивидә Ғалҗат йезисиму кириду. 1885-жили Кәтмән болуслиғида умумән 2211 адәм болса, 1910-жили ройхәткә елиш жүргүзүлгәндә, пәқәт Ғалҗат йезисида 327 аилә, йәни 1738 адәм тиркилип, болуслиқтики әң көп аилә вә адәм сани мошу жутта тиркәлгән екән. Кейинирәк асаси әшу 1910-жили селинған мәктәптә 1936-жилидин кейин Чоң Ачиноқа, Кичик Ачиноқа, Бөдүтә, Кәтмән, Шуңқар, Ардолата, Дардамту йезилиридин оқуғучилар келип оқуған екән. 1946-1947-жиллири Ғалҗат оттура мәктиви интернати билән Кәтмән йезисиға көчүрүлсә, 1959-1960-оқуш жилида Ғалҗатта 286 орунлуқ, 12 кабинети вә чоң спорт зали бар йеңи мәктәп пайдилинишқа берилипту. Әнди колхоз нәпәсигә тохталсақ, тағ бағридики Қаритам вә Ғалҗат мәһәллиси қошулуп, «Социализм» колхози барлиққа кәпту. Униңда җәми 530 адәм әмгәк қилған екән. 1934-1935-жиллири колхозға Камал Әквәр рәис болған болса, 1937-1947-жиллири уни Мисир Сәйдуллаев вә һәрхил жилларда Әсқәр Қасимов, Батур Илиясов, Нурвәг Сейитов, Жеңыс Тойшыбеков, Арсен Турдиевлар башқурупту. Ғалҗатниң бүгүнки нәпәси Дәрһәқиқәт, һазирқи Ғалҗат билән авалқи Ғалҗат йезисини селиштурушқа болмайду. Қазақстан өз Мустәқиллигини алғандин кейин, елимизниң өзгә тәвәлири кәби, Ғалҗат жутидиму заман тәливигә лайиқ өзгиришләр йүз бәрди. Һөснигә һөсүн қошулупла қалмай, мәйдани кәңийип, аһали сани көпәйди. Хәлиқниң ихтисадий һал-әһвали яхшилинип, йезида йеңи иш орунлири ечилди. Бүгүнки күндә йезида бир оттура мәктәп, медицинилиқ амбулатория, АТС, почта, китапхана, мәдәнийәт өйи, 8 сода-сетиқ мәркизи, 1 тойхана хәлиқ үчүн хизмәт көрсәтмәктә. Ғалҗат йезисиниң йәр көләми 58198 га болуп, турғунларниң сани – 2424, йәни 756 аилә. Униң ичидә уйғурлар – 2063, қазақлар – 354, руслар – 2, өзбәкләр – 2, шундақла бир татар, бир украин вә бир дуңган миллитиниң вәкили инақ-иҗил яшап кәлмәктә. Йеза абрикос, өрүк-алма, нәшпүт, яңақ вә пәқәт Ғалҗатниң тәбииитигә маслашқан даңлиқ «көк алма» қатарлиқ мевә-чевиләр биләнму даңлиқ. Йеза һакими Мәрүпҗан Мәмировниң ейтишичә, ғалҗатлиқларниң асасий тирикчилиги деханчилиқ болуп, 108 шәхсий дехан егилигидә 118 адәм ишләйдекән. Әлвәттә, йеза егилиги техникиси тапчиллиғиму бар охшайду. Буни яхши чүшәнгән Әркин Сидиров, Бәхтияр Мәмиров, әнди «Қазанбұлақ» дехан егилигиниң рәиси Һебибуллам Хәвәйдуллаев һәрхил техника түрлирини сетивелип хәлиқниң хиҗалитидин чиқиветипту. Йезида тиҗарәтниң яхши риваҗлинип келиватқанлиғини сөз қилған һаким, мошу мәсилиниму атап өтти: мәлумки, Уйғур наһийәсидики жутларниң тәңдин-толисида бирдин-иккидин шәхсий балилар бағчиси бар. Амма Ғалҗатта мәктәптики ихчам мәркәздин сирт балилар бағчиси һелиғичә ечилмапту. «Ақбулақниң» сүйини қачан ичимиз?» Ғалҗат йезисиға кирип келишимгә, ташлиқ йолда һарву сөрәп суға маңған балилар билән күмүч чачлиқ чоңлар бирдин диққитимни җәлип қилған еди. Демәк, йезида су мәсилиси һеликәм һәл қилинмиғанлиғини бирдин чүшәндим. Мошу мәсилә һәққидә сориведуқ, «Ақбулақниң сүйини қачан ичимизкинтаң?» дейишти турғунлар. Уларниң бу соалиға Мәрүпҗан Мәмировниң өзидин җавап елишқа тириштуқ. – Тоғра ейтиду. Су мәсилиси әң чоң муәммаларниң биригә айланди. Хуш қилидиғини, бу мәсилиму йеқин-арида һәл қилинмақчи. Бүгүнки күндә Ғалҗатқа су киргүзүшниң сметилик һөҗҗәтлирини тәйярлашқа бюджеттин 5 миллион тәңгә қараштурулди. Бийил һөҗҗәтләр тәйярланса, алдики бир-икки жилниң ичидә ғалҗатлиқлар таза ичидиған су билән тәминлиниду дәп ишәшлик ейталаймән. Бу һәққидә турғунларниңму хәвири бар. Әнди йол мәсилисигә келидиған болсақ, йезида барлиғи болуп 24 коча бар. Униң ичидә пәқәт икки коча асфальтланған. Йол ясаш ишлириниң кечикишигә йәнә шу су банә болуватиду. Чүнки су киргүзүлсә, кочилар колиниду. Өйләргә су киргүзүлгәндин кейин, бирдинла йеза ичидики йолларни рәткә кәлтүрүш ишлири башлиниду. Бир әсирдин ошуқ тарихқа егә мәктәп Мәктәпниң тарихи, жуқурида ейтқинимиздәк, 1910-жилдин башлиниду. Шуңа мәктәп тарихини тәкрар қайтилап өтүшниң һаҗити йоқ дәп һесаплаймән. Әнди мошу вақит ичидә мәктәпкә мудирлиқ қилған шәхсләрни атап өтсәк, артуқ болмайду. Улар: Абдулһәк Яқупов, Сидиқ Тоқаев (Уйғур елипбәсиниң муәллипи), Ризайдин Худияров, Һезим Искәндәров (1958-1962), Асим Қасим (1962-1979), Турсунбай Бәхтахунов (1979-1984), Марс Әхмәтов (1984-1986), Тельман Мәшүров (1986-1996), Сламғоҗа Нақысбеков (1996-1998), Махмут Розиев (1998-2000), Мәрүпҗан Мәмиров (2000-2002). Мәзкүр билим дәргаһиниң һазирқи мудири Мәһәмәтҗан Яқупов. Мән босуғисидин атлиған бу қутлуқ дәргаһ 1977-жили селинип, 2014-жили мурәккәп җөндәштин өтүпту. Көрүнүшидин сәрәмҗан һәм заманға лайиқ дәп ейтишқа болиду. Мәктәптики 83 муәллимниң йәтмиш йәттиси алий билимлик, алтиси оттура мәхсус билимлик екән. Мәктәптики билим бериш сүпити 41,0 пайизни тәшкил қилидекән. 2017-2018-оқуш жилида Ғалҗат оттура мәктивини 37 жигит-қиз,ениғирақ ейтсақ, 14 оқуғучи қазақ синипини, 23 оқуғучи уйғур синипини тамамлапту. Билим дәргаһидин чиқип, йезидики дохтурлуқ амбулаториягә қарап йол туттим. «Хәп» дегүзгини, хәлиқниң саламәтлигини назарәт қилидиған медицина орни дөң үстигә жайлашқан болуп, униңға йетиш наһайити қолайсиз екән. Йәни, яшанғанларниң дөң йолни бесип өтмиги қийин болари ениқ гәп. Селинғиниға 50 жил болған бенаниң конилиғини ейтмиғанда, көрүнүши яман әмәс. Бу йәрдә йезилиқ дохтурханиниң баш врачи Савутахун Мәсүтов билән һәмсөһбәттә болдум. Мәзкүр мәркәздә бир фельдшер, бир лаборант, бәш һәмширә, бир санитар, бир жүргүзгүчи, барлиғи болуп 12 адәм хизмәт қилидекән. Савутахун Карлин оғлиға дохтурлуқ амбулаторияниң нақолай җайға җайлашқинини ейтқинимда, мошу мәсилигә қарита йезилиқ мәдәнийәт өйиниң йенидин 30 гектар йәрниң дохтурхана селиш үчүн бөлүнгәнлигини, 2019-жили йеңи бенаниң қурулуши башлинидиғанлиғини қәйт қилди. Бу йәрдиму йәнә шу суниң гепи. Улар суни дөңниң астида еқиватқан булақтин тошуп ишлитидекән. Йезиниң һөснигә һөсүн қошуп турған һәм бирдинла көзгә чүшидиған чоң беналарниң бири – Мәдәнийәт өйи. Ейтип өтүш керәкки, Уйғур наһийәси бойичә пәқәт 2-3 йезидила Мәдәнийәт өйи бар. Шуларниң бири — Ғалҗатта. 1981-жили селинған икки қәвәтлик бу бена 400 орунлуқ. Униңда мудир, бир хорегроф вә бир китапханичи ишләйдекән. Дәрһәқиқәт, йезидики көркәм һәм муқәддәс орун һесаплинидиған мечитму көзниң йеғини йәйду. 2004-жили Ғалҗаттин чиққан тиҗарәтчи Азат Рәхмитуллаев шәхсий хираҗитигә йеңи мечит салғузуп, бийил униңға җөндәш ишлирини жүргүзүп берипту. Хулләс, йезиниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәқиятидин хәвәрдар болғандин кейин, жигитбеши Махмут Турдиев вә йезилиқ җәмийәтлик кеңәшниң әзаси Сламғожа Нақысбеков билән һәмсөһбәттә болдум. Жигитбеши сөзини бирдин хәлиқниң муң-ғемидин башлиди. Йәнила шу су мәсилисини ейтмиғанда, көмүрниң қиммәтлиги хәлиққә еғир чүшүватқанлиғини, өткән жили көмүрниң бир тоннаси 23 миңдин 27 миңғичә көтирилип, аһалини һәләйкүмгә салғанлиғини йошурмиди. Йезиниң тәрәққиятиға Ғалжаттин жирақта жүргән жутдашлириниңму зор һәссә қошуватқанлиғини ейтип, Алмута вә униң әтрапида яшаватқан ғалжатлиқлар «Ана жут» фондини тәшкил қилип, пат-пат жутдашлириға көз қирини селип туридиғанлиғини пәхирлиниш билән тилға алди. Жигитбеши бу ишниң бешида турған Худавәди Имамзәров, Һезим Исламов, Шөһрәт Тохметов, Мухлис Зайитов вә башқиларниң исимлирини мәмнунийәт билән атиди. Сөһбитимиз йәнә Ғалҗатниң «көк алмисиға» келип тақалди. Уларниң ейтишичә, һеч йәрдә өсмәйдиған бу мевиниң шипалиқ хусусийити күрмиң екән. Тәркивидә төмүр болғачқа, һәтта дохтурларниң өзи көплигән ағриқларниң даваси ретидә «көк алмини» йәп турушни тәвсийә қилидекән. Күздә жиғип елинидиған алма бир қетим қарда қалса, кейин техиму дәмлик болидекән. Жут ақсақаллири ушбу мевә дәриғиниң Ғалҗаттики һәр бир өйниң һойлисидин тепилидиғанлиғини, херидарларға униң бир килограмми 100-150 тәңгә әтрапида сетилидиғанлиғини ейтти. Уйғур наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики ханим-қизлар кеңишиниң әзаси Гүлсарәм һәдә Баратова болса, Ғалҗаттики той-төкүн вә нәзир-чирақ мәрасимлириға аит қәтъий тәртип орнитилғанлиғини ейтип, той вә нәзиргә кечикиш, нәзирни тойдәк өткүзүш, нәзирдә пәтмус елиш қатарлиқ урпи-адитимизгә кир жуқтуридиған қалаймиқанчилиқларниң жутта алиқачан рәткә кәлтүрүлгәнлигини тилға алди. Тохташ һәққидә ривайәт Әнди сиз Ғалҗаттики тохташ һәққидә аңлиғанму? Тохташ яки «чоққа таш», «май таш» дәп атилип кәткән бу топа Ғалҗат теғиниң бағридики дөңләрдин оюп елиниду. Бу топа һәтта базарлардиму сетилиду. Көпинчә хәлқимиз уни тонур ясашқа, йәни уни үзләшкә пайдилиниду. Йошурушниң һажити йоқки, тохташни бир қатар қиз-келинчәкләр яхши көриду. Йезидики 90 яштин алқиған жут мөтивәри Хуштәрәм ана Айтахуновадин тохташ һәққидә бир ривайәт аңлидим. Аниниң ейтишичә, ривайәтләрдә тохташниң тәркивидә аниниң сүти бар дейишидекән. Тарихта қанлиқ һәрипләр билән йезилған көч-көч вақиәси йүз бәргәндә, әҗдатлиримиз Ғалҗат теғини бойлап қачиду. Бовиғидин айрилған анилиримиз амалсиз сүтини топиға саққан екән. Шуңлашқа тохташ өзгә топиларға охшимайду, уни бир йегән адәм йәнә йегүси келиду, сәвәви униңда ана сүтиниң хумари бар дейилгән екән ривайәттә. Көрнәклик нахшичи Пәрһат Давутовниң иҗрасидики «Ғалҗат» намлиқ нахша ядимға кәлди. Нахша «Ғалҗатниң сән бағлирида болғанму...» дәп башлиниду. Мән болдум. Сап һаваси, гөзәл тәбиити, көк алмиси, майлиқ тописи билән алаһидилинидиған жутниң өтүмүши узун, келәчиги парлақ екән. Хәлқи меһмандост, адәмлири ишләмчан. Қедимий жутниң тарихидин, адәмлиридин мәмнун болуп, тәрәққиятидин сөйүндүм. Жутниң әң чоң байлиғи тағ-тешида әмәс, бәрикәтлик адәмлиридики инақлиқта екәнлигигә йәнә бир қетим көз йәткүздүм.

683 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы