• Дидар ғенимәт
  • 28 Тамыз, 2018

Қанатлинип хошлаштуқ

Мана, биз көптин күткән дидар ғенимәт дәмләр артта қалди. Буниңдин 50 жил муқәддәм Ғалҗат оттура мәктивини тамамлиған биз, синипдашларниң, учришиши ана жутумизда башланғанда, худди мәктәпни техи түнүгүнла пүтәргәндәк, бөләкчила һиссиятларға бөлинип, хошаллиғимизда чәк болмиди. Бирақ, һаят қануни шундаққу, йерим әсир илгири қолумизға шаһадәтнамә елип, оқушумизни йәниму давамлаштуруш мәхситидә һәрян кәткән 24 нәпәр оғул-қиз едуқ. Бүгүнзә, аримиз хелила шалаңлишипту: сәккиз синипдишимиз бақилиқ бопту. Уларниң роһиға атап дуа-тәгбир оқудуқ, әсләп көз-яш қилдуқ. Бизни Ғалҗатта әр-аял синипдашлиримиз Иминҗан билән Пезиләм күтүвалди. Уларниң меһмандостлуғи һәммимизни қайил қилғанлиғини алаһидә тәкитлигүм келиду. Ейтмақчи, һәр иккилиси Ғалҗаттики “Социализм” дәп аталған колхозниң илғар механизаторлиридин еди. Әмгәктә тавланған инсанлар екәнлиги ениқ билинип туриду. Сөз новити кәлгәчкә ейтип өтәй, Пезиләм – Ғалҗаттики дәсләпки аял-механизатор, әрләрдин қелишмай әмгәк қилғанлиғини жутдашлири һеликәм унтуғини йоқ. Биз баш қошқан күн икки синипдишимизниң – Сәләм Ризайдинова билән Иминҗан Йүсүповниң – туғулған күнигә тоғра келип қапту. Хошаллиқ үстигә хошаллиқ болуп, уларни сәмимий тәбриклидуқ, башқичә ейтсам, тойимиз тойға улашти. Аридин өткән йерим әсир бизни мөтивәрләр қатариға елип кәлгинини мошу учришишимизда ениқ һис қилдуқ. Алдимиз, нәвриләрни ейтмиғанда, чәврә сөйгинимиз әшундақ дәп ейтишимизға асас болса керәк дәп ойлаймән. Әнди бизгә билим бәргән устазлиримиздин пәқәт Музәппәр ака Мутәлиповла һаят екән. У һазир Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Ават йезисида истиқамәт қилғачқа, саламәтлигигә бола, учришишимизға келәлмиди. Шундиму әпу сорап, бизни тәбрикләп ейтқан устазимизниң бир еғиз ләвзи һәммимизниң дилини йорутуп, өзимизни қайтидин мәктәп партисида олтарғандәк һис қилдуқ. Ейтивәрсәк, тәсиратимиз көп. Әң муһими, биз, синипдашлар, бир-биримиз билән учришип, муңдишип, өткән күнләрни әсләп, йеңи планларни қуруп, қанатлинип қайттуқ. Чүнки бәш жилдин кейин биз йәнә учришимиз. Әркин АБДУЛЛАЕВ, Ерлан ИЛИЯСОВ. Уйғур наһийәси.

456 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы