• Хәйрихаһлиқ
  • 07 Қыркүйек, 2012

Ишбиләрмәнләр уйғур мәктәплиригә барди

Бийил қурулғиниға бәш жил болған «Ишбиләрмән аяллар» клуби һәр жили хәйрихаһлиқ мәхсәткә бир миллион тәңгидин ошуқ пул сәрип қилмақта. Улар асасән уруш вә әмгәк ветеранлирини, һал-оқити төвән аилиләрдики студентлар билән уйғур мәктәплириниң оқуғучилирини маддий җәһәттин қоллап-қувәтләватиду. Бийилму йеңи оқуш жилиниң башлиниши билән Клара Шардинова рәһбәрлигидики бир топ ишбиләрмән уйғур аяллири Алмутидики үч таза уйғур тилидики вә бир арилаш мәктәптә болуп, у йәрдә ана тилида билим еливатқан уйғур балилириға өзлириниң халисанә ярдимини көрсәтти. Улар дәсләп Достлуқ мәһәллисидики А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназиягә қәдәм тәшрип қилип, у йәрдә бийил мәзкүр билим дәргаһиниң мәмурийити вә айрим ата-аниларниң илтимасиға бенаән  җай-җайлардики «Алтун бәлгүгә» үмүткар 11-синип оқуғучилирини Биртуташ миллий тестқа тәйярлаш мәхситидә ечилған синипта оқуватқан балилар билән учрашти. Учришиш давамида Клара Турсун қизи оқуғучиларниң пәқәт әла баһаларға оқуп, БМТдин жуқури балл елишиға тиләкдашлиқ билдүрди вә мәктәп мудири Шавкәт Өмәровқа мәзкүр синипқа һаҗәтлик буюмларни елиш үчүн 70 миң тәңгә ианә қилди. Оқуғучилар намидин сөзгә чиққан Әмгәкчиқазақ наһийәси, Маливай йезисидин келип оқуватқан Дилназ Зунун балиларниң билим елишиға шараит яритиватқан мәктәп-гимназияниң мәмурийитигә вә һамийларға оқуғучилар намидин рәхмитини ейтти. Шуниңдин кейин ишбиләрмән аяллар клубиниң әзалири Заря Востока мәһәллисидики М.Һәмраев намидики 150-уйғур оттура мәктивидә, Султанқорғандики М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназиядә вә Түрксиб мәһәллисидики 89-рус-уйғур мәктивидә болуп, уларғиму маддий ярдәм көрсәтти.Өз нөвитидә миллий маарипимизниң җанкөйәрлири болған ханим-қизларға билим дәргаһлириниң рәһбәрлири билән оқуғучилар өзлириниң  миннәтдарлиғини изһар қилди.

Бәхтишат СОПИЕВ.

СҮРӘТТӘ: К.Шардинова Ш.Өмәровқа оқуғучиларға тәәллуқ маддий ярдәмни тапшуруватқан пәйт. Муәллип чүшәргән сүрәт.  

1090 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы