• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 24 Қазан, 2018

Муһим мәсилиләр муһакимә қилинди

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Йеқинда Талғир наһийәсиниң Бесағаш йезисидики «Вектор» кафесида наһийәниң баш жигитбеши Октябрь Қурбанниязовниң уюштуруши билән тәвәдики җамаәтчилик ишлириниң бешида жүргән биртоп вәкилләрниң баш қошуши болуп өтти. Униңда бүгүнки күндә әң муһим һесаплинидиған, йәни ана тиллиқ нәширләргә муштири топлаш, Уйғур театриниң абонементлирини тарқитиш, наһийәлик Ханим-қизлар кеңишигә йеңи рәис сайлаш охшаш бирқатар ички мәсилиләр муһакимә қилинди. Баш қошуш давамида сөзгә чиққанлар асасән көтирилгән мәсилиләр бойичә пикир-тәклиплирини оттуриға селип, көпчиликни вақит күткүзмәйдиған ишларни имканқәдәр чапсан қолға елишқа чақирди. Болупму муштири топлаш мәсилисидә Октябрь Қурбанниязов жутлардики паалийәтчанлиқни күчәйтип, илгәркидәкла наһийәниң бирлиги билән өмлүгини намайиш қилиш һәрбир йезидики жигитбеши, мәдәнийәт мәркизи рәисиниң вә ханим-қизларниң беваситә вәзиписи екәнлигини алаһидә тәкитлиди. Шундақла бу күни бирқатар мәлиләрниң жигитбашлири атқуруватқан ишлири бойичә һесават бәрди. Талғир наһийәлик Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Арзигүл Һошурованиң саламәтлигигә бола илтимасиға бенаән, униң орниға җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи башқармисиниң әзаси, узун жиллардин буян җамаәтчилик ишлириға паал арилишип келиватқан Каминур Сопиева сайланди.

976 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы