• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 22 Қараша, 2018

Яшанғанлар «Маһинурда» баш қошти

Өткән һәптидә Алмута шәһиридики «Маһинур» ресторанида Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Ханим-қизлар кеңишиниң уюштуруши вә уйғур жутлиридики ханим-қизлар кеңәшлири әзалириниң қоллап-қувәтлиши билән «Ата-анилар күни» дәп алған мәрасим болуп өтти. Униңға һәрбир мәһәллидин бәш-ондин йеши 75тин алқиған ата-анилар қатнашти. Мәзкүр чарә-тәдбирдә дәсләп сөзгә чиққан Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Маһинур Исрайилова мәрасим иштракчилирини тәбриклигәч, шәһәрлик мәдәнийәт мәркизи тәрипидин атқурулуватқан ишларға әтраплиқ тохтилип өтти. Шуниңдин кейин сөз новитини алған ҚХА Алмута шәһәрлик Кативатиниң рәиси Назар Албанулы, «Қоғамдық келісім» фондиниң вәкиллири Ерлан Амантай, Айша Колесникова, шундақла украин, татар, әзәрбәйҗан, туңган, этномәдәнийәт мәркәзлириниң рәислири ушбу мәрасимниң һөрмәтлик меһманлири – ата-аниларни мәйрими билән тәбрикләп, өзлириниң қәлб сөзлирини изһар қилди. Новәттә сөзгә чиққан «Интизар» журналиниң баш муһәррири Абдуғопур Қутлуқов, «Уйғур мәктәплирини қоллап-қувәтләш» җәмийәтлик фондиниң рәиси Алимҗан Тиливалди, «Азия бүгүн» гезитиниң баш муһәррири Ташгул Һезиярова яшанғанларни бүгүнки мәрикиси билән тәбрикләп, мәзкүр мәрасимни уюштурғучиларға миннәтдарлиғини билдүрди. Мәрасим давамида пәрзәнтлиримизни ана тилида оқутуш, уйғур тилида нәшир қилиниватқан нәширлиримизгә бир кишидәк йезилиш вә башқиму мәнавиятимизға аит мәсилиләр әтрапида сөз болди. Атақлиқ нахшичилар Марат Норузов, Адаләт Һошурова, Нурәләхан Қурванбақиева тәрипидин ейтилған миллий нахшилар мәрасимниң тәсирлик өтүшигә зәмин яратти. Мәрасим меһманлири шундақла шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң йенидики «Интизар» балилар топиниң әвришим уссуллиридин бәһир елишти. Ахирида уюштурғучилар тәрипидин мол дәстихан йейилип, барлиқ қатнашқучиларға маддий соғилар тапшурулди. Мубарәк ИСРАЙИЛОВА, пешқәдәм устаз. Алмута шәһири.

987 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы