• Хәйрихаһлиқ
  • 06 Желтоқсан, 2018

Инақлиғимизға синақ болди

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Йеқинда җәнубий пайтәхттики «Пор-Бажын» кафесида шәһәрдики Әвезов наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң новәттики жиғини болуп өтти. Униңға жигитбашлири, җәмийәтлик ишларниң активистлири вә башқа меһманлар қатнашти. Баш қошушни киришмә сөз билән ачқан мәркәз рәиси вә баш жигитбеши Бурһандин Таҗидинов көпчиликни жиғинниң күн тәртиви билән тонуштурди. Андин жиғилғанлар асасий мәсилиләр — җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиға муштири топлашниң кетип бериши, уйғур тойлирини тәртипкә кәлтүрүш бойичә мулаһизиләр вә йеқинда Алмута шәһири СМУ — 15 микрорайонида йүз бәргән паҗиәдин зәрдап чәккән аилигә ярдәм көрситиш бойичә пикир-тәклиплири билән бөлүшти. Җүмлидин, Алмута шәһири Мәркизий мечитниң наиб имами Нурмәһәмәт һаҗим Иминов, 1 — 12- микрорайонларниң баш жигитбеши Абдухелил Бавдунов, «Достлуқ» мәһәллиси баш жигитбешиниң орунбасари Махмут Һашимов вә башқилар ушбу мәсилиләр тоғрилиқ ой-пикирлирини оттуриға салди. Жиғин ахирида наһийәдики жутларниң жигитбашлири тилсиз йеғидин зәрдап чәккән аилигә топланған ианилирини өткүзүп бәрди. Әнди Алмута шәһири «СМУ — 15» мәһәллисидики әһвалға тохтилайли. 28-ноябрь күни Мәрүп вә Турсунай Дугановларниң өйигә өрт кетиду. Уйқисидин охинипму үлгәрмигән өй егилири пәқәт холум-хошниларниң “Көйүватисиләрғу. Өзәңлар аманму, чиқиңлар, қечиңлар”, дегән вараң-чуруңидин кейинла сиртқа чиқип үлгириду. Аңғичә өрт өчәргүчиләр йетип келип, тилсиз йеға билән елишишқа башлайду. Қанчилик вақит өтти, у өй егисиниң ядида йоқ, амма бирнәччә саат илгири аилә әзалири сүт уйқида ухлиған өйниң темила қалди. Лавулдап күчигә киргән өрт хошниниңму өгүзлиригә «ямишип» үлгәргән екән. Өрт өчәргүчиләр «электр симлиридин кәткән» дәп хуласә чиқирип кәткәндин кейин бу йәрдә җим-җитлиқ һөкүм сүрди. Лекин у узаққа бармиди. Тушму-туштин «Һалиң нечүк?» дегүчиләрниң айиғи үзүлмиди. Холум-хошна, жутдашлар һәтта, Мәрүп акиниң ана жути Яркәнттинму қериндашлар йетип кәлди. Уларни көрүп, униң көңли хелила орниға чүшкәндәк қилди. Шундақ қилип, Дугановлар өйиниң көйүп кәткинигә бир һәптигә тақап қалди. Бирақ уларниң ишиги алдида турған адәмләр азияр әмәс. Әксичә, улар техиму көпийип, бала-қазаға учриған өй егисидин һал сораватиду. Бу йәргә биринчи болуп йетип кәлгәнләр мошу жутниң жигитбеши Алимҗан Гайитов билән униң ярдәмчиси Карлин Мәхпиров болди. Улар дәрһал қериндишимизниң әһвалини барлиқ уйғур жамаәтчилигигә йәткүзди. Мундақ ишларда биз алаһидә паалийәтчанлиқ көрситимизғу. Һәр җайларда өтүватқан нәзир-чирақ, той-төкүнләрдә Мәрүп акиниң әһвали көпчиликкә йетип, улар қолидин кәлгиничә ярдәм бериватиду. Дүшәнбә күни Алмута шәһири вә униң әтрапидики барлиқ жутларниң дегидәк жигитбашлири жиғилип, әйнә шу бирәвниң дәрдигә дәрман болушни билидиған қериндашларниң ианисини Мәрүп акиға тапшурди. У йәрдә биринчи болуп, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Ярмуһәмәт Кибиров сөзгә чиқип, өй егисигә сәвирлик тилиди вә һәрқандақ әһвалда уйғурлар бешиға күн чүшкән қериндишини йәрдә қоймайдиғанлиғини тәкитлиди. Андин ҖУЭМ Алмута шәһәрлик шөбиси рәисиниң орунбасари — Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Сабит һаҗим Йүсүпов, «Достлуқ» мәһәллисиниң баш жигитбеши Азат Ибрагимов, Бостандық наһийәсиниң баш жигитбеши Абдумеҗит Иминов, «Дидар» мәшрәп әһлиниң жигитбеши Қәһриман Һасанов вә башқилар Мәрүп акиға саламәтлик тилигәч, хәлқимизниң миллий алаһидилиги болған инақлиғимиз һәққидә сөз қилип, өй егисиниң зедә қәлбигә роһий мәдәт бәрди. Шундақла улар бүгүн тапшурған ярдәм пул мошуниң биләнла чәклинип қалмайдиғанлиғини вә һәрхил сәвәпләр түпәйли бу йәргә йетәлмәйватқанларниң йәнә көплигини һәм өйниң толуқ ясилип болушиға қәдәр өзлириниң маддий-мәнивий җәһәттин һәмдәм болидиғанлиғини ейтти. Ахирида қайғусиға ортақлашқан барчиға чәксиз миннәтдарлиғини билдүргән Мәрүп Дуганов «Мундақ балаю-апәтни дүшминимгиму тилимәймән. Илаһим, һәрқайсиңларниң өйидә хатирҗәмлик болсун. Силәргә миңларчә рәхмәт», дегән сөзләрни ейтти. Шундақ қилип, Мәрүп акиниң аилисигә сахавәтлик инсанлар тәрипидин жиғилған 752 000 тәңгә тапшурулди.

1002 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы