• Хәйрихаһлиқ
  • 09 Қаңтар, 2019

“Қиш бовайға хәт”

Йеңи жил мәйрими һарписида Алмута шәһири Жетису наһийәси һакиминиң тәшәббуси билән «Қиш бовайға хәт» намлиқ хәйрихаһлиқ кәч болуп өтти. Мәзкүр чарә-тәдбиргә наһийәдики 21 мәктәпниң оқуғучилири қатнишип, Қиш бовайға “хәт язди”. Хәттә оқуғучилар өзлириниң йеңи жилда Қиш бовайдин қандақ соғиларни күтидиғанлиғи тоғрилиқ изһар қилип, арманлирини билдүрди. Қиш бовайму, өз новитидә, хәт язған балиларниң өйлиригә берип, балилар арман қилған соғиларни тапшуруп, уларни хошаллиққа бөлиди. М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназия коллективи вә ата-анилар намидин мошундақ хәйрихаһлиқ пааалийәтләрни уюштуруп, балилиримизға хошаллиқ һәдийә қилған Алмута шәһири Жетису наһийәсиниң һакими Мухтар Тәҗибаевқа вә Жетису наһийәлик Билим бөлүмигә чәксиз миннәтдарлиғимизни билдүримиз. Гүлинур ҚАВАШОВА, М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназияниң иҗтимаий педагоги. Алмута шәһири.

903 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы