• Хәйрихаһлиқ
  • 09 Қаңтар, 2019

Көңүл көтәрди, соғиму алди

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Панфилов наһийәсиниң һакими Темирлан Бектасов наһийәдики әлачи оқуғучиларни, көпбалилиқ аилиләрниң балилирини, шундақла мүмкинчилиги чәкләнгән балиларни Йеңи жил мәйрими билән тәбрикләш мәхситидә арча мәйримини уюштурди. Билал Назим намидики уйғур оттура мәктивиниң муәллимлири билән оқуғучилири сәһниләштүргән Йеңи жиллиқ кәч нахша-сазлар билән башлинип, һәқиқий сәргүзәштиләргә толған мәйрәмгә айланди. Униңда наһийә һакими Темирлан Амангелди оғли алаһидә тәклип қилинған 120 оқуғучиға соғиларни тәғдим қилди. Бу күни балилар Қиш бовай билән Қар қизини күтивелип, Йеңи жиллиқ арча әтрапида нахша иҗра қилип, уссулларни ойниди. Шеир вә сөз тепишмақларни ейтип, йәнә қошумчә соғиларни елишқа муйәссәр болди. *** Наһийәдики Иш билән тәминләш вә иҗтимаий программилар бөлүми тәрипидин мүмкинчилиги чәкләнгән балилар үчүн уюштурулған арча мәйримигә шәһәрдики Дөңмәлиниң баш жигитбеши Азат Гайитов билән тиҗарәтчи Ришат Абдуллаев һамийлиқ қилди. – Һәқиқәтәнму, улар мүмкинчилиги чәкләнгән болсиму, һаятқа тәшналиғи, меһриванлиғи билән пәриқлиниду. Уларниң тәлмүргән көзлиридин қандақту-бир үмүт учқунини сезивелиш тәс әмәс. Биз уларниң ата-анилиридики меһир-шәпқәткә, ирадисигә қайил болдуқ. Балиларниң бойидики есил бир қабилийитигә һәйранму болдуқ. Чүнки уларму уссул ойнап, нахшиларни бар маһарити билән орунлиди, – дәйду һамийлар. Панфилов наһийәси.

932 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы