• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 23 Қаңтар, 2019

Алимлар баш қошти

Өткән һәптидә Алмутида җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Алимлар кеңишиниң уюштуруши билән уйғур алимлири баш қошти. Униңға зиялилар, алимлар, диний өлималар һәм шундақла илим-пән йолиға қәдәм ташлиған яшлар қатнашти. Баш қошушни ҖУЭМ йенидики Алимлар кеңишиниң рәиси Мәсимҗан Веләмов ечип, мәзкүр жиғинниң мәхсәт-муддиаси билән тонуштурди. Һәммимизгә мәлумки, ҖУЭМ йенидики Алимлар кеңишиниң алдиға қойған мәхсәтлири көп, — деди Мәсимҗан Веләмов. — Уларға йетиш үчүн биз, биринчи новәттә, барлиқ уйғур алимлириниң бешини қошуп мәслиһәтлишишни тоғра көрдуқ. Бүгүн бу учришишқа тонулған алимлиримиз Бәкрим Ғлавдинов, Абләһәт Камалов, Рисаләт Кәримова, Мунавәр Юнусова, Рошәнгүл Авакова вә башқилар иштрак қиливатиду. Униңдин ташқири илмий тәтқиқатлирини башлиған яш алимлар олтириду. Демәк, илим-пән әһлиниң тәҗрибә алмаштуруш, һәл қилишни тәләп қиливатқан мәсилиләрни муһакимә қилиш имканийитимиз бар. Шуниңдин кейин сөз алған алимлар Рошәнгүл Авакова, Мунавәр Юнусова вә башқилар өзлириниң илмий әмгәклирини тонуштурғач, яш алимларға илмий тәтқиқат ишлирида ярдәм беришкә тәйяр екәнлигини изһар қилишти. Шундақла яш алимлар Руфат Бавдинов, Дилфуза Розиева, Шерәли Қадиров, Шерзат Қутлуқов өз пикирлирини оттуриға салди. Мәзкүр баш қошуш йәкүни бойичә мошундақ учришишларни һәр үч айда бир қетим өткүзүш қарар қилинди. Қәлбинур ХОШНӘЗӘРОВА.

1158 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы