• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 06 Ақпан, 2019

Җамаәтчилик вәкиллири билән учрашти

Рашидәм МИРЗӘХМӘТОВА, «Уйғур авази» Йәкшәнбә күни җәнубий пайтәхтниң Заря Востока мәһәллисидики «Алатау» кафесида җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи Алмута шәһәрлик шөбиси рәһбәрлигиниң Алатав наһийәсидә истиқамәт қилидиған уйғур җамаәтчилигиниң вәкиллири билән учришиши болуп өтти. Униңға тәвәдики Алғабас, Ақбулақ, Заря Востока, Һөҗҗәт, Қарасу мәһәллилириниң жигитбашлири билән җәмийәтлик ишларниң активистлири қатнашти. Баш қошушни киришмә сөз билән ачқан ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңишиниң рәиси, Алмута шәһири Алатав наһийәси уйғур җамаәтчилигиниң баш жигитбеши Ярмәһәммәт Кебиров жиғинниң күн тәртивини елан қилғач, меһманларни тонуштурди. Андин җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири, ҖУЭМ рәисиниң орунбасари Ершат Әсмәтов Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаевниң Пәрмани билән елан қилинған Яшлар жилиниң әһмийити, шуниңға мунасивәтлик уйғур җамаәтчилиги арисида әмәлгә ашурулидиған ишлар һәққидә әтраплиқ чүшәнчә бәрди вә бүгүнкидәк мурәккәп вәзийәттә хәлқимиз үчүн бирлик билән иттипақлиқниң нәқәдәр муһимлиғини алаһидә тәкитлиди. Шуниңдин кейин наһийә җамаәтчилиги билән йеқиндин тонушуп, пикир-тәклиплирини аңлап, һәмкарлиқта иш елип бериш мәхситидә кәлгән ҖУЭМ Алмута шәһәрлик шөбисиниң рәһбәрлири – Әбәйдуллам Җаппаров (рәиси), Алмута шәһәрлик жигитбашлири кеңишиниң рәиси Сабит һаҗим Йүсүпов, Долқунтай Абдухелил, Рустәм Хәйриев (орунбасарлири) көпчиликни үстимиздики жилға бәлгүләнгән иш планлиридин хәвәрдар қилди. Натиқлар өз сөзидә бүгүнки күндә хәлқимиз үчүн бирлик-өмлүкниң муһим роль ойнайдиғанлиғини алаһидә тәкитләп, келәчәккә молҗаланған елимиз, хәлқимиз мәнпийитигә мувапиқ паалийәтләрдә һәммимизниң «бир яқидин – баш, бир йәңдин қол чиқирип» ишлишимиз лазимлиғини ейтти. Жиғин қатнашқучилиридин сөз алған Қарасу мәһәллисиниң чоң жигитбеши Махмутҗан Мәңсүров, униң орунбасари Абдурешит Илиев, Һөҗҗәт мәһәллисиниң чоң жигитбеши Тудахун Тайипов, Заря Востока мәһәллисидики мечитниң наиб имами Бәһрим Һасанов вә башқилар ҖУЭМ Алмута шәһәрлик шөбисиниң мәхсәт-муддиасини чүшинип, реҗилири билән тонушқандин кейин, мәзкүр җәмийәтлик тәшкилат билән һәмкарлиқта ишләшкә тәйяр екәнлигини изһар қилишти. Бәһрим Һасанов өз новитидә көпчиликниң дин вә миллий урпи-адәтлиримиз бойичә қойған соаллириға җавап бәрди. Мәзкүр баш қошушта көпчилик җәмийәтлик ишлирида мол тәҗрибигә егә Һөҗҗәт мәһәллиси чоң жигитбешиниң орунбасари Тохтахун Қожаевни бир еғиздин Алатав наһийәси уйғур җамаәтчилигиниң баш жигитбешиниң орунбасари қилип сайлиди.

913 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы