• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 20 Ақпан, 2019

Һаяти әвлатқа үлгә

Ершат ӘСМӘТОВ, «Уйғур авази» Йеқинда җәнубий пайтәхттики “Дилназ” кафесида җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи Алмута шәһәрлик шөбиси жигитбашлири кеңишиниң уюштуруши билән ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңишиниң сабиқ рәиси, ҚХА әзаси, мәрһум Абдурешит Мәхсүтовни хатириләш кечи болуп өтти. Униңға ҖУЭМниң башқарма әзалири, жигитбашлири вә җәмийәтлик ишларниң активистлири қатнашти. Мәрасимни ҖУЭМ Алмута шәһәрлик шөбиси рәисиниң орунбасари – жигитбашлири кеңишиниң рәиси Сабит һаҗим Йүсүпов жүргүзди. Бүгүнки хатирә кечигә қатнишиватқан һәрбиримизгә өз вақтида Абдурешит билән қоюқ мунасивәттә болуп, җамаәтчилик ишлирини һәмкарлиқта елип беришқа тоғра кәлди, – дәп сөзини башлиди Сабит һаҗим. – Униң мустәқил елимизгә, хәлқимизгә қилған бебаһа әмгиги һечқачан унтулмайду вә исми қәлбимиздә мәңгү сақлиниду. Шуниң үчүн биз бүгүн Абдурешитниң туғулған күнини әсләп өтүш қарариға кәлдуқ. Мәрһумниң роһиға атап қуръан оқулғандин кейин, сөз мәрасим қатнашқучилириға берилди. ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Ярмәһәммәт Кебиров, ҖУЭМ Алмута шәһәрлик шөбисиниң рәиси Әбәйдуллам Җаппаров вә униң орунбасари Долқунтай Абдухелил, Алмута шәһири Заря Востока мәһәллисиниң сабиқ жигитбеши Турсун Қаһһарий, “Туран дунияси” җәмийәтлик фондиниң мудири Карлин Мәхпиров, әдлийә пәнлириниң доктори, профессор Шәймәрдан Шәрипов, Талғир наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики жигитбашлири кеңишиниң рәиси Октябрь Қурбанниязов, Қ.Ғоҗамияров намидики дөләт академиялик Уйғур театриниң администратори Абдусаттар Турдибақиев, Алмута шәһири Әвезов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Бурһандин Таҗидинов вә башқилар җәмийитимиздики жигитбашлириниң роли вә шиҗаәтлик әмгиги, җүмлидин Абдурешит Мәхсүтовниң униңға қошқан салмақлиқ төһписи, шундақла мәрһумниң алий инсаний хисләтлири һәққидә ейтип өтти. Шаймәрдан Шәрипов өз сөзидә Абдурешит Мәхсүтовниң фондини қуруш, әла оқуйдиған уйғур оқуғучилири вә студентлири үчүн мәхсус стипендия тәсис қилиш тәкливини бәрди. Бу пикирни көпчилик мәмнунийәт билән қоллап-қувәтлиди. Натиқлар әслимилиридә тәкитләп өткинидәк, Абдурешит Мәхсүтов һәқиқәтәнму өзиниң кәйнидин өчмәс из қалдуруп кәтти. Җәмийәтлик паалийитини Горный Гигант мәһәллисиниң жигитбеши сүпитидә башлап, ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңишиниң рәиси дәриҗисигә көтирилди. Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси болди. Әмгиги мунасип баһалинип бирқатар мукапатлар билән тәғдирләнди. Униң исми пәқәт қазақстанлиқ уйғурлар арисидила әмәс, бәлки униң ташқирисидиму алаһидә һөрмәт билән тилға елинатти. Мәрһум шундақла һәқиқий мәнасида тинимсиз, талантлиқ жигитбашлиридин еди. У болупму уюштуруш, адәмләр билән мунасивәт орнитиш, һәрқандақ проблемиға тез риайә қилиш һәм уни кечиктүрмәй йешиш җәһәттин бәк жуқури қабилийәткә егә еди. Ядиңларда болса, 1998-жили шу пәйттики ҖУЭМ йенидики Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Тохтасун Бейшановниң уюштурушида жигитбашлириниң чоң башқошуши, 2010-жили Абдурешит Мәхсүтовниң тәшәббуси билән жигитбашлириниң җумһурийәтлик қурултийи өтүп, уларда миллий урпи-адәтлиримиз вә әнъәнилиримизгә аит мәсилиләр қаралған вә уларни тәртипкә кәлтүрүш бойичә муһим қарарлар қобул қилинған. Һә, йеқинда болса, Алмутидики “Мир” нәшриятидин ҖУЭМ Жигитбашлири кеңиши, «Уйғур авази» гезити, исламшунаслар вә бирқатар җәмийәтлик ишларниң активистлири тәрипидин тәйярланған “Миллий” мәрасимлар һәққидә умумий низамнамә” китапчиси йоруқ көрди. Мәрасим ахирида мәзкүр қолланминиң һәрбир жуттики жигитбешиниң, имамниң вә башқа җамаәтчилик активистлириниң йенида болуши һәм униңда ипадиләнгән қаидиләргә қәтъий әмәл қилишиниң лазимлиғи һәққидиму ейтилди. Сүрәттә: А.Мәхсүтов (оңдин иккинчи) жут активистлири билән.

1242 рет

көрсетілді

96

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы