• Хәйрихаһлиқ
  • 20 Ақпан, 2019

«Достлуқтики» ғенимәт дәмләр

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Йеқинда Алмута шәһиридики «Достлуқ» мәһәллисиниң баш жигитбеши Азат Ибрагимовниң рәһбәрлигидә Ақсақаллар кеңиши билән баш имам Жуманулы Иманали башлиған мечит қоми мошу жутта тәминати төвән оттуз бәш аилиниң әлликтин ошуқ әзасини «Ифтар» кафесида меһман қилди. Тәғдир язмиши билән ата-аниси яки баққучисидин айрилған вә саламәтлиги бола, намратлар қатаридин орун алған инсанларға хошаллиқ дәмлирини һәдийә қилишни истигән жут активистлири уларни пәқәт ғизаландурупла қоймай, бираз күнгә йәткидәк озуқ-түлүк биләнму тәминлиди. Турмуши начар аилә үчүн бир сиқим унниңму әтивари бөләкчә болғанлиқтин, қолиға йоқ дегәндә бир ай йәйдиғинини алған адәмләрниң у күни хошаллиғида чәк болмиди. Жутниң иши десә, ичиватқан чейини ташлап туруп кетидиғанларниң вә қолида барини көпчиликтин айимайдиған мәрт-мәрданә инсанларниң бу хәйри-сахавәтлик ишлиридин миннәтдар болған уларниң алаһидә көтирәңгү кәйпиятта болуп, кафеда тамақлинишиға шараит яратқанлиғи үчүн немә дейишни билмәй, ихтиярсиз көзигә яш алғанларму болди. Лекин саһипханлар уларға сәвирчанлиқ тилигәч, өзлириниң жутдашлирини һечқачан еғир әһвалда қоймайдиғанлиғини йәткүзди. «Немила демәйли, биз бир жутниң адәмлири, һаятниң әгир-тоқайлири болуп туридиған иш. Бүгүн һәммә нәрсиси түгәл, ғеми йоқниң бир күн ичидә тамамән башқа әһвалға чүшүп қелиши мүмкин. Шуңлашқа бир-биримизгә меһриван болуп яшимисақ, бизниң инсан болғинимиз қени?» дегән сөзләрни ейтти саһипханлар. Һәқиқәтәнму, бүгүнимиз әтигә задила охшимайватқан бир заманда йенимиздикиләрниң әһвалини билип қоюш һәрбиримизниң пәризи. Мана мошундақ мәхсәтни алдиға қойған «Достлуқ» мәһәллиси жут-җамаәтчилигиниң бу изгү нийити, йәни «бари билән базар қилишни» билгинини өзгиләрму үлгә-ибрәт елип, биримиз хошнимизниң, әнди йәнә биримиз әң болмиғанда бир туққан қериндишимиздин «һалиң нечүк?» дейишни өзимизгә адәт қиливалсақ, ошуқ болмас еди. Бу күни «Кәмбәғәлниң бир тойғини, бай болғини» демәкчи, дәмлик таамлардин дәм тартип, хошаллиққа бөләнгән инсанлар һаятиниң бир күнини башқичә өткүзүшкә түрткә болған жутдашлириға рәхмитини ейтип, өйлиригә қолтуқлири дөң қайтишти.

912 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы