• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 13 Наурыз, 2019

Алимлар баш қошти

Йеқинда Алмутидики “Достлуқ өйидә” җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики  Алимлар кеңишиниң новәттики мәҗлиси болуп өтти. Униңға риясәтчилик қилған мәзкүр кеңәш рәиси, биология пәнлириниң доктори Мәсимҗан Веләмов уйғур алимлириниң инавитини техиму көтириш мәхситидә уюштурулуватқан «Уйғур алимлириниң иккинчи тематикилиқ кечисиниң” 27-апрельға бәлгүлинип, униң уйғур филологияси мәсилилиригә беғишлинидиғанлиғини тәкитлиди.  Андин сөзгә чиққан Қазақстан уйғурлириниң җумһурийәтлик этномәдәнийәт мәркизи җәмийәтлик бирләшмисиниң Алмута шәһәрлик шөбисиниң рәиси, медицина пәнлириниң намзити Әбәйдуллам Җаппаров алдимиздики бир-икки айға реҗиләнгән чарә-тәдбирләр тоғрисида тәпсилий тохталди. У март ейида шаир Абдумеҗит Дөләтовниң 70 жиллиқ тәвәллудиға беғишланған әдәбий мусабиқиниң Челәк тәвәсидә, шундақла әдип хатирисигә беғишланған әдәбий кәчниң Қазақстан Язғучилар иттипақида өткүзүлидиғанлиғини әскәртти. Шундақла апрель ейида өтидиған «Әткәнчай» фестивалиғиму қизғин тәйярлиқларниң кетип барғанлиғини алаһидә тәкитләп, мошундақ мәрасимлардин алимлар әһлиниң чәттә қалмай, йеқиндин қатнишип беришини илтимас қилди. Мәшһур тилшунас алим, академик Ғоҗәхмәт Сәдвақасовниң 90 жиллиғиға беғишланған уйғуршунаслиқ мәсилилири бойичә илмий конференция жиғинда қаралған муһим мәсилиләрниң бири болди. Бу мәсилә бойичә Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институти Уйғуршунаслиқ мәркизиниң рәһбири, тарих пәнлириниң доктори, профессор Рисаләт Кәримова тәпсилий әхбарат бәрди. У мошу жили 3-майға бәлгүләнгән мәзкүр чарә-тәдбир тоғрилиқ илмий-тәтқиқат мәркәзлиригә, алимлар әһлигә хәвәр қилинғанлиғини, чәтәллик меһманларниңму қатнишидиғанлиғини тәкитлиди. Өз новитидә сөзгә чиққан филология пәнлириниң намзити Рәхмәтҗан Йүсүпов уйғур ашханилирида кәң таралған бәзи миллий таамлиримизниң уйғурчә аталғулири нусхисиниң тәйярлинип, өз вақтида «Уйғур авази» гезитида елан қилинған болсиму, амма униңға етивар берилмәйватқанлиғини қәйт қилди. У йеқин арида бу мәсилә үстидә йәнә ишләп, мәзкүр таамларниң уйғурчә намлирини өз ичигә алған брошюра тәйярлашниң һәм уни миллий ашханилиримизға, кафе-ресторанларға тарқитишниң муһимлиғини тәкитлиди. “Бу башланма әслидә ҖУЭМ рәиси, Қазақстан Парламенти Мәжлисиниң депутати Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзаси, Шаһимәрдан Нурумовниң тәшәббуси болуп, үч жил илгири қолға елинған еди. Бүгүнки күндә уни әмәлгә ашурушни көздә тутуватимиз. Келәчәктә рәңлик сүрәтләр билән безәлгән, таам рецептлирини, уларниң инсан саламәтлигигә пайдилиқ хусусийәтлирини өз ичигә алған сүпәтлик бир китап чиқарсақ нур үстигә нур болар еди”, – деди Рәхмәтҗан Йүсүпов. Жиғинда шундақла Яш алимлар кеңишиниң рәиси Руфат Бавдинов вә Зулфия Кәримова, Наргиз Садиқова, шундақла Маһарәт Имирова, Руслан Йүсүповму қаралған мәсилиләр бойичә өз пикирлирини оттуриға қойди. Қәлбинур ХОШНӘЗӘРОВА.

954 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы