• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 19 Наурыз, 2019

Йеңи рәиси сайланди

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Өткән шәнбә күни Яркәнт шәһиридики наһийәлик Мәдәнийәт өйидә Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң новәттин ташқири һесават-сайлам конференцияси болуп өтти. Униңға ҖУЭМ рәиси, Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзаси Шаһимәрдан Нурумов, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Алмута вилайәтлик шөбиси рәисиниң орунбасари – Кативат рәһбири Ғәбит Турсынбай, Панфилов наһийәси һакиминиң орунбасари Роза Мағрупова вә наһийәлик һакимийәтниң бирқатар мәсъул хадимлири қатнашти. Дәсләп риясәтчи – Алмута вилайәтлик мәслиһәтниң депутати, Алмута вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Закирҗан Қузиев дәсләпки сөзни Шаһимәрдан Нурумовқа бәрди. – Мән йеқинда депутатлар топи билән елимизниң сүръәтлик тәрәққий етиватқан регионлириниң бири Маңғыстав вилайитидә болдум, — деди Шаһимәрдан Үсәйиноғли. — Маңғыставдики “Достлуқ өйидә” өткән баш қошушта жигирмә икки миллий мәдәнийәт мәркизиниң вәкиллири билән учришип, уларниң паалийити билән йеқиндин тонуштум. Шундақла Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң Ақтав вилайитидики шөбисиниң әзалири билән баш қошуп, еқимдики мәсилиләрни муһакимә қилдуқ. Әнди Ақтөбидики “Достлуқ өйидә” мәдәнийәт мәркәзлириниң вәкиллири билән учришип, сөһбәтләштим. «Яшлар жили» даирисидә яшлар билән учраштим. Натиқ өз сөзидә асасән җумһурийәт Президенти Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң Рәиси Нурсултан Назарбаевниң Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүбидики муһим көрсәтмә, вәзипиләрни әмәлгә ашуруш бойичә ҖУЭМниң алдида турған вәзипиләргә вә келәчәк реҗилиригә тохталди. Шундақла Қазақстан хәлқи Ассамблеяси тәрипидин миллий мәдәнийәт мәркәзлирини аккредитацияләш ишлири қолға елиниватқанлиғиниму ейтип, қурулғиниға 30 жил толуватқан Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниңму аккредитацияләш ишлириға алаһидә әһмийәт беришини тәкитләп өтти. Шуниңдин кейин Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Дилшат Насиров көпчилик алдида һесават бәрди. У өз нутқида мәдәнийәт мәркизиниң алтә жил мабайнида әмәлгә ашурған ишлириға тәпсилий тохталди. Җүмлидин көпмилләтлик тәвә турғунлири билән мустәқил елимиздики турақлиқни, милләтләрара разимәнликни, хәлиқләр достлуғини мустәһкәмләш йолида бәҗирилгән ишлири һәққидә тәпсилий баян қилди. У шундақла сайланған күндин бери миллий мәдәнийитимизни тәрәққий әткүзүш үчүн зор үлүшини қошқан сәпдашлириға вә җәмийәтлик ишларниң активистлириға чәксиз миннәтдарлиғини билдүрди. Шуниңдин кейин сөзгә чиққан Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини, тәжрибилик агроном Әғзәм Мәрүпов, Көктал йезисидин кәлгән Мәһәмәтҗан һаҗим Мәһәмәтов, тиҗарәтчи Турлиғоҗа Қурбанов миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәри Айимқиз Кәримова вә Яркәнт шәһириниң турғуни Сейит Вәлиев күн тәртивидики мәсилә бойичә өз пикир-тәклиплирини изһар қилди. Көпчилик мәркәзниң алтә жиллиқ паалийитигә қанаәтлинәрлик баһасини бәргәндин кейин, униң рәислигигә икки намзат — Қазақстан маарипиниң әлачиси, Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини Ризайдин Әйсаев билән Дилшат Насиров тәвсийә қилинди. Дилшат Һүсәйиноғли шәхсий тиҗаритигә көп вақтиниң сәрип қилинишиға бенаән, өз намзитини еливетиш илтимасини билдүрди. Шундақ қилип, көпчилик аваз билән Ризайдин Әйсаев җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи Панфилов наһийәлик шөбисиниң рәиси болуп сайланди. Андин сөз новитини алған Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң Алмута вилайәтлик шөбиси рәисиниң орунбасари — кативат рәһбири Ғәбит Турсынбай, Панфилов наһийәси һакиминиң орунбасари Роза Мағрупова ҖУЭМниң Панфилов наһийәлик шөбисиниң, җүмлидин униң йеңи рәиси Ризайдин Әйсаевниң паалийитигә муваппәқийәтләр тилиди. Конференция ишини хуласилигән Закир Қузиев һесават-сайлам жиғиниға қатнашқан барлиқ меһманларға сәмимий миннәтдарлиғини изһар қилип, һәммини мустәқил Қазақстанниң гүллиниши һәм миллий мәдәнийитимизниң риваҗлиниши йолида “бир яқидин — баш, бир йәңдин қол” чиқирип, һәрикәт қилишқа чақирди. Панфилов наһийәси.

Ризайдин Сейитоғли ӘЙСАЕВ 1948-жили 15-ноябрьда Панфилов наһийәсиниң Көктал йезисида туғулған. Алмута Дөләт тәнтәрбийә вә спорт институтини вә Қазақ йеза егилиги институтини тамамлиған. Әмгәк паалийитини 1969-жили «Панфилов» йәл-йемиш совхозида аддий ишчидин башлиди. 1971-жили Яркәнт шәһиридики С.М. Киров намидики (һазирқи Х.Хелил Һәмраев) мәктивидә тәнтәрбийә пәни муәллими, 1973 – 1974-жиллири Җамбул намидики оттура мәктиви мудириниң орунбасари, 1974 – 1983-жиллири Панфилов наһийәлик иҗраий комитетиниң бөлүм башлиғи, 1983 –1991-жиллири шәһәрлик кәспий-техникилиқ училищениң мудири, 1991 – 2001-жиллири Яркәнт шәһириниң һакими, 2001 – 2009-жиллири «Санаәтчиләр, тиҗарәтчиләр вә йеза егилиги хадимлириниң җумһурийәтлик ассоциациясиниң» регионаллиқ мудири, 2009 – 2019-жиллири Җамбул намидики мәктәпниң мудири лавазимлирини егилиди. Қазақстан маарипиниң әлачиси, Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини. Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң 25 жиллиқ тәвәллудлуқ медали, ҚХАниң «Бирлик» алтун медали вә башқиму мукапатлар билән тәғдирләнгән.

966 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы