• Йеңилиқлар
  • 10 Сәуір, 2019

Яш алимлар баш қошти

Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази» Алмутида 4 – 10-апрель күнлири Қазақстан Җумһурийити Тунҗа Президенти фонди, Евразия технология университети Қазақстан хәлқи Ассамблеяси вә Қазақ миллий аграрлиқ университетиниң қоллап-қувәтлиши билән «Яшлар жили» даирисидә «Яшлар вә һазирқи заманниң дуниявий ховуплири» мавзусида яш алимларниң хәлиқара конгресси өтти. Униңға елимиздики чоң алий оқуш орунлириниң студентлири, тиҗарәтчиләр, яш алимлардин ташқири Шотландия, Болғариядин кәлгән меһманлар қатнашти. Тәкитләш лазимки, яш алимларниң хәлиқара конгресси 2014-жилдин башлап турақлиқ рәвиштә өткүзүлүп келиватиду һәм күн тәртивидики җиддий мәсилиләр муһакимә қилинидиған мәйданға айланди. Мәлумки, конгрессниң асасий мәхсити вә вәзиписи – яш алимларниң көзи билән елимизниң инновациялик тәрәққиятиниң йөнилишлирини ениқлайдиған, мошу тәрәққият йолидики ихтисадий һоқуқ вә техникилиқ мәсилиләр контекстида инсанийәт алдида турған дуниявий ховуп-хәтәрләрниң алдини елиш мәсилилирини муһакимә қилиш. Һазир дунияда қелиплашқан иҗтимаий-ихтисадий әһвалда дөләтниң келәчәк тәрәққиятиниң асасий йөнилишлири заманивий васитиләр вә санаәтниң йеңи услублири асасида миллий ихтисатни көтириш, вәтәнлик ихтисатниң боһранларға тақабил туруш қабилийити, гражданларниң иҗтимаий шараитини тәминләш мәсилилири җиддий туриду. Шу турғидин қариғанда, яшларниң мошу җәриянларға паал қатнишиши муһим. Конгресста яш алимлар билән бирқатарда тонулған тиҗарәтчиләрму өзлириниң тәҗрибиси билән бөлүшти. Улар өз нутуқлирида тиҗарәтниң иҗтимаий җавапкәрлигигә мунасивәтлик өз пикирлирини оттуриға салди. Алтә күнгә созулған конгресс даирисидә яшларниң елимиз тәрәққиятиға қатнишишиниң маһийити, униң әһмийитини көрситидиған докладлар, илмий-тәтқиқатларниң йәкүнлири тәвсийә қилинди.

419 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы