• Йеңилиқлар
  • 06 Ақпан, 2012

Иш йөнилишлирини бәлгүлиди

Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң 27-январь күни болуп өткән мәҗлисидә Президентниң «Иҗтимаий-ихтисадий йеңилиниш — Қазақстан тәрәққиятиниң асасий йөнилиши» Мәктүбини қоллап-қувәтләш мураҗиити қобул қилинди. Мәҗлискә ҚХАдин сайланған Парламент депутатлири, җумһурийәтлик этномәдәнийәт бирләшмилириниң рәһбәрлири вә Ассамблеяниң башқа вәкиллири қатнашти. ҚХА рәисиниң орунбасари Ералы Тоғжанов киришмә сөзидә Дөләт рәһбири елан қилған һөҗҗәтниң әһмийитини тәкитләп өтти. Һөҗҗәттә дөләтниң буниңдин кейинки турақлиқ тәрәққиятиниң барлиқ йөнилишлири тәпсилий тәһлил қилинған. —   Тәвсийә қилинған муһим һөҗҗәттә җумһурийәт тәрәққиятиниң асасий йөнилишлири бәлгүлинип, униңда ихтисадий секторни вә иҗтимаий сегментни йеңилаш муһим болуп һесаплиниду, — дәп тәкитлиди Ералы Тоғжанов. — Мәктүп барлиғи болуп 10 түркүмни — 10 стратегиялик йөнилишни өз ичигә алиду, уларда гражданлар һаятиниң барлиқ саһалири — иш билән тәминләш, әрзән турушлуқ өй, мәмликәтниң индустриал-инновациялик тәрәққият мәсилилири вә көплигән башқа саһалар әкис әткән. ҚХА рәиси орунбасариниң тәкитлишичә, Ассамблеяму мошу мавзулар бойичә өз тәклиплирини ишләп чиқиватиду. У кәсипдашлирини Ассамблеяниң апрель ейида өткүзүлидиған мәҗлисидә елан қилинидиған бир пүтүн һөҗҗәтни бирлишип күч чиқирип тәйярлашқа чақирди. Мәҗлис қатнашқучилири тәклипни қоллап-қувәтлиди вә Мәктүп тоғрилиқ пикирлири билән ортақлашти. —   Биз Мәктүпни тиңшидуқ вә мундақ хуласигә кәлдуқ: барлиқ пунктлар бизгә мунасивәтлик, — дәп тәкитлиди «Қазақстан Җумһурийити Мудапиә министрлигиниң Һәрбий-техникилиқ мәктиви» җумһурийәтлик дөләт ғәзнилик карханисиниң баш мудири генерал-майор Владимир Шацков. — Һазир илгәрки ДОСААФниң әнъәнилирини тикләш ишлири жүргүзүлүватиду, Мәктүптин келип чиқиватқандәк, у яшларни кәспий җәһәттин тәйярлаш билән шуғуллиниши мүмкин. Ассамблея әзалиридин бизниң башланмилиримизни қоллап-қувәтләшни илтимас қилимән. ҚХА әзалири тәклип-илтимасни язма шәкилдә рәсмийләштүрүшни  илтимас қилди вә ярдәмлишидиғанлиғини капаләтләндүрди. Саламәтликни сақлаш саһасиму муһакимә мавзуси болди, чүнки сағлам милләт — турақлиқ вә күчлүк дөләтниң һули. Ералы Тоғжановниң қәтъий илтимаси бойичә, һәр бир этномәдәнийәт бирләшмисигә бай тарихий тәҗрибигә таянған һалда, мошу йөнилишләр бойичә тәвсийәләрниң қошумчә тизимини ишләп чиқиш тәклип қилинди. Бир миллион квадрат метр йеңи турушлуқ өй — Президент Мәктүптә шундақ вәзипини қойди. Мәҗлис қатнашқучилириниң пикричә, мәзкүр чарә җумһурийәтниң келәчиги болған яш қазақстанлиқлар үчүн қошумчә ярдәм болиду. ҚХА әзалири Мәктүпкә асаслинип, өзлири үчүн тил сәясити мәсилилири, Президентниң кадрлар резервини шәкилләндүрүш, буниңдин кейинки тәрәққият үчүн течлиқ, турақлиқни сақлаш охшаш иш йөнилишлирини бәлгүлиди.

734 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы