• 9-июнь – Қазақстан Җумһурийити Президентиниң сайлими күни
  • 25 Сәуір, 2019

Наһайити муһим вә зөрүр қарар

Шөһрәт МӘСИМОВ, “Уйғур авази” Мәлумки, Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев 9-апрель күни җумһурийәт хәлқигә мураҗиәт қилип, 2019-жилниң 9-июньда Қазақстан Җумһурийити Президентиниң новәттин ташқири сайлимини өткүзүш тоғрилиқ Пәрманни имзалиди. Бу вақиә һазир җамаәтчилик арисида кәң инкас пәйда қилип, хәлиқ аммиси арисида җиддий муһакимә қилиниватқан баш мавзуға айланди. Һәқиқәтәнму мундақ җиддий мавзу һәрқачан җәмийәтниң чоң қизиқишини пәйда қилиду, чүнки у мәмликәтниң, демәк, униң аһалисиниң келәчигини бәлгүләйду. Президентлиққа намзатларму ениқлиниватиду. Мәсилән, мошу сешәнбә күни Nur Otan партиясиниң новәттин ташқири XIX қурултийида партия Рәиси Нурсултан Назарбаев Қасым-Жомарт Тоқаевни Президентлиққа намзат қилип көрсәтти. Қурултай делегатлири көрситилгән намзатни бир еғиздин қоллап-қувәтлиди. Шундақла “Ұлы дала қырандары” җумһурийәтлик һәрикити Садыбек Түгелниң, Қазақстан Җумһурийити Кәспий иттипақлар Федерацияси Амангелды Таспиховниң намзатлирини көрсәтти. Сайлам – президентлиққа намзатларниң программилириға, тәбиийки, уларниң намзатлирини көрсәткән сәясий партияләрниң платформилириға, әвзәлликлиригә вә қәдрийәтлиригә болған қизиқишларни һасил қилидиған сәясий җәриян. Әнди 9-июньға бәлгүләнгән новәттин ташқири Президент сайлимиға болған чоң қизиқиш, биринчи новәттә, униң алаһидилигигә бағлиқ болса керәк. Һакимийәтниң өткүзүлүши – бийилқи сайламниң баш алаһидилиги. Нурсултан Әбишоғли Назарбаев Президент вакалитини сақит қилиш тоғрилиқ елан қилип, һакимийәт Қасым-Жомарт Тоқаевқа тапшурулғандин кейин хәлиқ йеңи Президентниң дәсләпки қәдәмлирини диққәт билән байқап-күзитишкә, һәрхил тәхминләрни оттуриға қоюп, буниңдин кейин қандақ болидиғанлиғини пәрәз қилишқа башлиди. Бу хилдики тәхмин-пәрәзләрдин мәлум дәриҗидә бирәр хуласә мәйданға кәлмәйла, новәттин ташқири Президент сайлиминиң өткүзүлидиғанлиғи тоғрилиқ йәнә бир күтүлмигән қарар қобул қилинди. Хәлиқ арисида дәрһал “новәттин ташқири сайламниң өткүзүлүши тоғриму, ким сайлиниду, қандақ болиду?” дегәнгә охшаш соаллар пәйда болди. Сайлам өткүзүш тоғрилиқ қарар Елбасы Нурсултан Назарбаев қазақстанлиқларға қилған мураҗиитидә әскәртип өткән җиддий синақ-ховуплар билән тавакәлчиликләргә җавап бериду. Бу Қасым-Жомарт Тоқаев ялғуз өзи қобул қилған қарар әмәс. Президент бу тоғрилиқ мәмликәт хәлқигә қилған мураҗиитидә қарар қобул қилиштин авал Елбасы Нурсултан Әбишоғли Назарбаев, Парламентниң һәр икки палатисиниң спикерлири, мәмликәт Премьер-министри билән мәслиһәтләшкәнлигини, Конституциялик Кеңәш билән келишкәнлигини, Парламенттики партияләрниң рәһбәрлири билән учрашқанлиғини атап көрситип, «муддитидин илгири сайлам тоғрилиқ қарар қобул қилиш – наһайити муһим вә зөрүр қәдәм» дәп тәкитлигән еди. Һәқиқәтәнму алдимизда өткүзүлидиған новәттин ташқири Президент сайлими – җәмийәт һаятидики әң муһим сәясий вақиә. Сайлам умумдөләтлик әһмийәткә егә болуп, мәмликәтниң буниңдин кейинки тәрәққият өлчәмлирини бәлгүләйду. Шу нәрсә өзлүгидин чүшинишликки, Президент сайлимини өткүзүш тоғрилиқ қарар вақитниң өзи, кейинки күнләрдә жумһурийәттә йүз бәргән сәясий өзгиришләр тәләп қилған әң муһим мәсилидур. Һәммимиз билимизки, бийил 19-мартта йүз бәргән һакимийәтни өткүзүш мәмликәтниң Асасий Қануниниң тәләп-нормилириға мувапиқ һалда жүргүзүлди. Бу шуниң биләнму алаһидә әһмийәткә егә болуватидуки, у хатирҗәм вәзийәттә, турақлиқлиқ шараитида йүз бәрди. Мошуниң һәммиси мустәқил Қазақстанда һакимийәт турақлиқлиғиниң жуқури дәриҗидә болуп, демократик институтларниң әмәлий тәсиргә егә екәнлигини, мәмликәт аһалисиниң сәясий мәдәнийитини вә бирлик-җипсилиғини көрсәтти. Умумән, җумһурийәттә йүз бәргән кейинки сәясий вақиәләр тоғрилиқ гәп қилғанда, һакимийәтни өткүзүш мустәқил Қазақстан тарихида биринчи қетим йүз бериватқанлиғини нәзәрдә тутушимиз керәк. Әгәр дунияниң бирқатар мәмликәтлиридә һакимийәтни өткүзүш җәрияни көп чағларда түрлүк тоқунуш-қаршилиқларни пәйда қиливатқан болса, Қазақстанда сәясий рәһбәрлик өзлириниң сәясий даналиғини вә үстүн җавапкәрлигини намайиш қилди. Һазир дунияда йүз бериватқан геосәясий җәриянлар, ихтисатта орун еливатқан боһран һадисилири, иҗтимаий проблемиларниң кәскинлишиши, конфессияләрара тоқунушлар – мошуларниң һәммиси җәмийәтни башқурушниң нәтиҗидарлиғини вә униң турақлиқлиғини тәләп қиливатиду. Биз дуния бирләшмисиниң, чәтәллик шериклиримизниң, инвесторларниң Қазақстанда йүз бериватқан һакимийәтни өткүзүш җәриянини наһайити диққәтчанлиқ билән байқап-күзитиватқанлиғиниму әстин чиқармаслиғимиз керәк. Улар үчүн ениқлиқлиқ, сәясий вә ихтисадий йолниң сақлинип қелиши муһимдур. Һәқиқәтәнму кейинки жилларда Қазақстанға бирқатар дөләтләрдин җиддий малийә еқими келип чүшиватиду. Демәк, шу нәрсә өзлүгидин чүшинишликки, инвестицияләр һәрқачан пәқәт қолайлиқ селиқ сәясити қелиплашқан, чапсан тәрәққий етиватқан ихтисатқа егә, турақлиқлиқ орун алған дөләткила селиниду. Шундақ екән, 9-июньға бәлгүләнгән Президент сайлими әтики күнгә болған ишәнчини тәминләйду. Башқичә ейтқанда, Қазақстанниң таллавалған йолдин чәтнимәйдиғанлиғида һечқандақ шәк-шүбһә туғулмаслиғи лазим. Тәбиийки, мәмликәтниң өзидиму һакимийәтни өткүзүш җәриянини арқиға созуш мәлум ениқсизлиқниң өсүшигә елип келиши мүмкин. Шуңлашқа ихтисатни, иҗтимаий саһани техиму тәрәққий әткүзүш, иҗтимаий-сәясий турақлиқни тәминләш үчүн сайлам өткүзүп, тәрәққиятниң йеңи басқучини бәлгүләш үчүн мәмликәт гражданлири сайлаш һоқуқини нәтиҗидарлиқ пайдилиниши муһим, дәп ойлаймиз. Шундақ екән, Президент сайлиминиң өткүзүлүши җәмийәткә ички вә ташқи сәясәтниң сақлинип қелиши шараитида буниңдин кейинки иш-һәрикәтни түзүш имканийитини бериду. Сайлам һакимийәтниң қанунийлиғини мустәһкәмләшкә, мәмликәттә турақлиқни тәминләшкә ярдәм қилиду. Мошуниң һәммиси бизгә алдимизға қойған стратегиялик программиларни нәтиҗидарлиқ орунлаш мүмкинчилигини яритиду. Әнди сайланған Президент болса, дөләт рәһбири вәзипилирини орунлаш, гражданларниң әркинлиги вә һоқуқлириниң капалити болуш мандатиға, йәни вакалитигә егә болиду. Башқичә ейтқанда, дөләттики алий лавазимлиқ шәхс стратегиялик программиларни әмәлгә ашуруш үчүн толуқ хәлиқ ишәнчисигә еришиду. Дәрһәқиқәт, новәттин ташқири Президент сайлимини өткүзүш – җәмийәт кәйпиятини һесапқа алған һалда қобул қилинған наһайити тоғра қарар. Мундақ қарар мәмликитимизниң демократик қәдрийәтләр вә принциплар тәрәпдари екәнлигини тәстиқлиди. Бу болса, униң хәлиқара абройиға иҗабий тәсир қилидиғанлиғи талашсиз. Шундақ екән, Президент сайлиминиң мәмликәт қанунлириға толуқ мувапиқ вә демократик нормилар билән җәриянларға риайә қилған һалда өткүзүлүп, униңда җәмийәт мәнпийәтлиригә вакаләтлик қилидиған әң мунасип намзатларниң авазға чүшидиғанлиғиға ишинимиз. Әнди аваз бериш һоқуқиға егә гражданлар болса, чәттә қалмай, сайламға бир кишидәк қатнишиши шәрт. Чүнки җәмийәттики турақлиқ, мәмликәтниң буниңдин кейинки тәрәққияти, дөләтниң, хәлиқниң тәғдири, кәлгүси әвлатниң келәчиги униң қандақ қарарға келишигә бағлиқ. Аддий тил билән ейтқанда, аваз бериш һоқуқиға егә һәрбир қазақстанлиқ дуния тәрәққиятиниң мошу мурәккәп пәйтидә мәмликәтни башқурушни кимгә ишәш қилип тапшурушни, мустәқил, әркин, течлиқ һөкүм сүргән вә гүлләнгән Қазақстанни қуруш ишини ким билән давамлаштуруш керәклигини чүшинивелиши шәрт, дәп һесаплаймиз.

213 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы