• Хәйрихаһлиқ
  • 30 Мамыр, 2019

Пидаийлар ярдими

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Мәлумки, яркәнтлик Реһимҗан вә Аидәм Тохтахуновларниң оғли Исмайил еғир ағриққа дучар болуп, у Алмута һәм Астана шәһәрлиригә давалинишқа әвәтилгән еди. Астана шәһиридә өткән операциядин кейин ата-аниси уни сәллимаза сақийип кетиду, дәп үмүт қиливеди. Әпсус, йәнила ағриғи сир берип, дәсләптә “лейкоз” дегән диагноз билән давалиниватқан йәттә яшлиқ Исмайил һазир “нейтролейкоз” ағриғиға дучар болуп, бир көзи тутулуп, иккинчи көзиниң 50 пайизила көрүш мүмкинчилиги қалди. Ата-ана балисиниң ағриғиға сәвәп издәп, аваригәрчиликкә чүшти. Хәлиққә иҗтимаий торлар арқилиқ мураҗиәт қилишқа мәҗбур болди. Мана мошундақ бир пәйттә Исмайилни Түркияниң Ажибадем клиникисиниң дохтурлири давалашни қолға елишқа тәйяр екәнлигини билдүрүп, тәклип қилди. Бирақ Исмайилниң чәт әлдики клиникиға берип, дәсләпки давалиниш курсини елиш үчүн 110 000 АҚШ доллири һаҗәт болди. Ата-ана мундақ мәбләғни топлалмайдиғанлиғини билип, Исмайилниң тәғдири үчүн хәлқидин ярдәм сорап иҗтимаий торларға йәнила мураҗиәт қилишни тоғра көрди. Мана мошундақ бир пәйттә дәсләпкиләрдин болуп Инстаграм иҗтимаий тори арқилиқ Наргиза Тохтахунова исимлиқ жутдишимиз волонтерлар топини тәшкил қилиду. Волонтерлар дәсләп Панфилов наһийәсидики меһманхана, тойхана, дукан, кафеларға мәхсус ящик орнитип, Исмайилға ярдәм сорап, банер, сүрәтлирини илип, мәхсус һесап-чотни елан қилди. Җәми 35 ящиккә яркәнтлик чоң-кичик та бүгүнки күнгичә ианисини тапшуруватиду. Кичиккинә гөдәкниң саламәтлиги үчүн қурулған тәшкилий топниң һазир 13 әзаси бар. Улар икки қетим озуқ-түлүк йәрмәңкисини уюштурди. Бу қетим болса, улар тәвәдики сәнъәткарларниң бешини қошуп, йеңидин пайдилинишқа берилгән «Долан» кафесида Айидәм Яқупованиң тәшәббуси билән хәйрихаһлиқ концерт уюштурди. Мол йейилған дәстихан әтрапида улар сәнъәкарларниң һүнирини тамашә қилиш арқилиқ Исмайилниң сақийип кетишини тилиди. Яркәнт тәвәсидики тонулған сәнъәткарларниң қатнишиши билән өткән хәйрихаһлиқ кәчни риясәтчи Ялқунҗан Нурахунов ечип, көпчиликкә Исмайил һәққидә ейтип бәргәндин кейин Абдурешит Һошуров, Молутҗан Тохтахунов, Ялқунҗан Мавинов, Руслан Мәсимов, Марат Савутов, Самат, Наргиз Әкбәр, Альмира Надирова кәби нахшичилар, «Пограничные сердца» ансамбли, «Саһинур», «Агат», «Шашу», «Ай – ару» «Супер детки» уссулчилар топлири Исмайилниң саламәтлиги үчүн бепәрва қалмайдиғанлиғини изһар қилишти. Әнди бу кәчтә фотографларму тапқан- тәргинини Исмайилға атиди. Ахирида «Йеңи һаят», «Әмгәкчи» мәһәллилириниң баш жигитбашлири Ташмәһәмәт Мәмләков, Абдуһемит Һәмраев, тиҗарәтчи Турғанҗан Зайитов, риясәтчи Сухраб Давутов, Айидәм Яқупова вә Наргиза Тохтахунова рәһбәрлигидики тәшкилий топ әзалириниң хәйри-еһсанлиқ ишлириға миннәтдарлиғини изһар қилип, Исмайилниң сақийип, аман-есән жутиға қайтип келишигә тиләкдашлиқ билдүрди. Шундақ қилип, бир ай мабайнида волонтерлар Исмайил үчүн 6 миллион 500 миң тәңгә топлап, униң мәхсус һесап-чот арқилиқ ата-анисиға әвәткәнлигини хәвәр қилди. Панфилов наһийәси.  

932 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы