• Хәйрихаһлиқ
  • 26 Маусым, 2019

“Балилар шатлиғи – җаһан шатлиғи”

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Мошу мавзуда Яркәнт шәһиридики Хелил Һәмраев намидики мәктәптә өткән чарә-тәдбиргә шәһәрдә туридиған мүмкинчилиги чәкләнгән балилар ата-анилири билән тәклип қилинди. Бирдинла тәкитләш керәкки, «Җапар» мәһәллисиниң жигитбеши Азатҗан Гайитов билән жут активистлири Ришат Абдуллаев вә Гүлинур Низамова бу хилдики чарә-тәдбирни һәр жили 1- июнь – Балиларни қоғдаш күни, Роза-рамзан ейида вә җумһурийәтлик «Мәктәпкә — йол» акциясидә турақлиқ уюштуруп келиватиду. Бу қетим улар мәзкүр акцияни Хелил Һәмраев намидики оттура мәктәп мәмурийити һәм муәллимләрниң қоллап-қувәтлиши билән уюштурди. Мүмкинчилиги чәкләнгән, йәни өйдә оқутулидиған балиларни хуш чирай күтүвалған мәктәп мудири Зенәтбүви Баратова балиларға мустәһкәм саламәтлик тиләп, уларниң билимгә болған интилишини, бойидики қабилийитини атап көрситип, уларниң мәктәптә өтүлүватқан чарә-тәдбирләргә паал қатнишиватқанлиғини тилға алди. Андин психология пәнлириниң намзити Асийәм Сайитова, жут мөтивәри, Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини Шерип Рәхмидинов, пешқәдәм устаз, «Бейбітшілік әлемі» хәлиқара қазақ иҗадий бирләшмисиниң Панфилов наһийәси бойичә вәкили Сүбһидин Мәңсүров алаһидә күтүмгә егә балиларниң ата-анилириға һәм тапавитиниң бир қисмини муһтаҗ җанларға сәрип қиливатқан һамийларға миннәтдарлиғини изһар қилди. Андин мәктәп сәнъәт һәвәскарлири нахша-уссулларни иҗра қилип, балилар вә уларниң ата-анилириниң көңлидин чиқти. Өз новитидә мүмкинчилиги чәкләнгән, лекин нахша ейтишқа майил Сағи Мухамер «Мен қазақ» нахшисини орунлиса, уссул шәйдаси Илһамҗан Беширов уйғур миллий уссулини бар вуҗуди билән иҗра қилип, қатнашқучиларниң алқишиға бөләнди. Хәйрихаһлиқ акцияниң һамийлири Азатҗан Гайитов, Ришат Абдуллаев вә Гүлинур Низамова 25 балиға соғилирини тәғдим қилди. Өз новитидә, хошаллиқтин көзлиригә яш алған Сағиниң аниси Алтынай Елтаева, Илһамҗанниң аниси Чолпан Мәхсүтова анилиқ миннәтдарлиғини изһар қилип, уюштурғучилар билән һамийларниң ишлириға бәрикәт, аилисигә хатирҗәмлик тилиди. Бу күни балилар Хелил Һәмраев намидики мәктәп оқуғучилириниң иҗрасидики шох нахшиларни тиңшап, уссулларға чүшүп, пуғани қанғичә ойнап-күлди. Һә, «Бала шатлиғи — җаһан шатлиғи» дегинимиз шу болса керәк. Панфилов наһийәси.

992 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы