• Хәйрихаһлиқ
  • 26 Маусым, 2019

Һисдашлиқ — меһриванлиқниң ипадиси

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Алмута шәһиридики «Ишчилар» мәһәллисидә яшайдиған уйғурларниң сани хелә бар. Бу кона жуттики қериндашлиримиз дайим бир-биригә һәмра болушуп, хошаллиғи билән ғәм-қайғусиға ортақлишишқа үгинип қалған. Улар пәқәт өзара әмәс, бәлки өзгә милләт вәкиллири биләнму қоюқ мунасивәт бағлап, иҗил-инақ һаят кәчүрүватиду. Һаят еқими бирхил болмиғинидәк, бәзидә қин-қинимизға патмай хошаллиққа бөлинидиған вә көз йешимиз дәрия кәби еқип дәрт-һәсрәткә чөмидиған күнлиримизму болидекән. Шуниңға охшаш ишчилиқлар турмушидиму мошундақ әһваллар пат-пат учрайду. Әйнә шундақ пәйтләрдә жут турғунлири дәрһал баш қошуп, ишниң қарисиға йетидудә, зәрдап чәккән яки бешиға күн чүшкән адәмләргә ярдәм қолини сунушқа тиришиду. Йеқинда мошу жутниң турғунлири Шахаҗиевлар аилисидә күтүлмигән әһвал йүз бәргәндиму ишчилиқлар адәттикидәк «Бир йәңдин қол, бир яқидин баш чиқирип», уларға яр-йөләк болушқа алдириди. Ениғирағи, Ришат вә Заһидәм Шахаҗиевларниң он бәш яшлиқ қизи Илинур кичигидин сақаймас ағриққа гириптар болғанлиқтин, ата-ана униң дәрдини тартиватқинида, улар транспорт һалакитигә учрайду. «Өлгәнниң үстигә тәпкәндәк» йүз бәргән бу әһвалдин кейин Шахаҗиевларниң аилиси тапқан-тәргинини зәрдап чәккәнләргә хәшләшкә мәҗбур болиду. Бүгүнкидәк дора-дәрмәк билән давалаш хизмәт түрлириниң қиммәтлигини нәзәрдә тутсақ, улар қизи Илинурни тамамән ядидин чиқириду. Әң болмиғанда, жилиға бир қетим профилактикилиқ давалиниш лазим Илинурниң ағриғи күндин-күнгә күчийип, һазир әһвали техиму еғирлишип кәтти. Уни дәрһал давалаш үчүн чәт әлгә апириш керәк екән. Буниңдин хәвәр тапқан «Ишчилар» мәһәллисиниң баш жигитбеши Мәһәмәтҗан Самсақов билән мәлиниң имами Рәхимҗан қари һаҗим жутдашлириниң бешини қошуп, Шахаҗиевларниң аилисигә ярдәмлишиш ишлирини қолға алиду. Йеқинда болса, ишчилиқлар бу бешиға күн чүшкән аилигә топлиған ианиси тапшурди. Әлвәттә, биз, уйғурлар, бир-биримизгә һәрқандақ әһвалда яр-йөләк болушни әнъәнигә айландурған милләтқу. Шуңлашқа ишәнчимиз камилки, тәғдирниң тәқәзаси билән дәрдигә шипа издигән гөдәк Илинурға башқа жутлардики қериндашлиримизму қарап турмайду дегән нийәттимиз. Әгәр биз инақлиғимиз билән иттипақлиғимизни дәл мошундақ пәйтләрдә көрситәлисәк, башқилар алдида аброй-инавитимизниң техиму жуқури болидиғанлиғи чоқум.

929 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы